мисир әдлийәси мурсиниң саламәтлик тәкшүрүшидин өткүзүлүш тәлипини қобул қилди

мисирда 2013 – йили һәрбий – сийасий өзгириш арқилиқ ағдуруп ташланған пирезидент муһәммәд мурсиниң «омумйүзлүк саламәтлик тәкшүрүшидин өткүзүлүш» тәлипиниң қобул қилинғанлиқи билдүрүлди.

851098
мисир әдлийәси мурсиниң саламәтлик тәкшүрүшидин өткүзүлүш тәлипини қобул қилди

түркийә авази радийоси хәвири: мисир әдлийә тармақлириниң билдүрүшичә, муһәммәд мурси, җәнубий қаһирә сот мәһкимисидики өзи билән қошулуп җәмий 22 җавабкар тутқун һаләттә сотлиниватқан сот әснасида, бир хусусий дохтурханида чиқимлирини өзи көтүрүш шәрти билән, омумий саламәтлик тәкшүрүштин өтүшни халайдиғанлиқи тоғрисидики тәлипини оттуриға қойған. сот мәһкимиси, мурсиниң саламәтлик тәкшүрүшидин өткүзүлүши вә дийагноз қәғизиниң йәнә бир қетимлиқ сотта сот коллегийәсигә сунушиға қарар қилған вә сотни 3 – декабирға кечиктүргән.

мурси вә башқа 35 киши үстидин дөләт мәнпәәтигә зийан йәткүзүш мәқситидә һамас, ливандики һизбуллаһ тәшкилати вә иран инқилаб муһапизәтчилири билән җинайәт садир қилиш ғәрәзлик һәмкарлиқ орнатқанлиқи илгири сүрүлүп , 2013 – йили 18 – декабирда дело турғузулғаниди.

мәзкур делоға четишлиқ 36 адәмниң 22 си тутқун, 14 и болса қачқун һалитидә сотланмақта.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر