түркийә җамәләргә қилинған һуҗумларни әйиблиди

түркийә афғанистанда икки җамәгә қилинған террорлуқ һуҗумлирини әйиблиди.

831469
түркийә җамәләргә қилинған һуҗумларни әйиблиди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә ташқи ишлар министирлиқи тәрипидин бу һәқтә елан қилинған йазма байанатта, кабул вә ғор вилайәтлиридики җамәләр нишан қилинған вә нурғун адәмниң җениға замин болған һәм көп санда кишиниң йарилинишини кәлтүрүп чиқарған террорлуқ һуҗумлири қаттиқ әйиблинип мундақ дейилди: «муқәддәс җайлар вә афғанистанниң иҗтимаий һузурини бузуш нишан қилинған пәскәшләрчә террорлуқ һуҗумлирини қаттиқ әйибләймиз, һайатидин айрилғанларға аллаһ тааладин рәһмәт, йариланғанларға шипалиқ тиләймиз, афғанистан һөкүмити вә қериндаш афғанистан хәлқигә тәзийә билдүримиз.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر