тиллерсон парс қолтуқи вә җәнубий асийа зийаритини башлиди

америка ташқи ишлар министири рекс тиллерсон 5-ийунда башлинип бүгүнгичә һәл қилиналмған қатар киризисини бир тәрәп қилиш үчүн парс қолтуқи зийаритини башлиди.

831009
тиллерсон парс қолтуқи вә җәнубий асийа зийаритини башлиди

түркийә авази радийоси хәвири: америка ташқи ишлар министирлиқи рекс тиллерсонниң парс қолтуқи зийарити һәққидә байанат елан қилди. байанатта, рекс тиллерсонниң рийадта сәуди әрәбистан билән ирақниң кординатсийә кеңиши йиғинға қатнишидиғанлиқи вә йуқири дәриҗилик рәһбәрләр билән көрүшүп, йәмән, иран вә парс қолтуқи дөләтлири оттурисида йүз бәргән киризисни музакирә қилидиғанлиқи билдүрүлди.

байанатта, тиллерсонниң рийад зийаритидин кейин, доһада йуқири дәриҗилик рәһбәрләр билән көрүшидиғанлиқи вә иран, ирақ мәсилилирини өз ичигә алған районлуқ мәсилиләрни һәмдә террорлуққа қарши ортақ күрәш қатарлиқ мәсилиләрни музакирә қилидиғанлиқи қәйт қилинди.

билдүрүлишичә, тиллерсон оттура шәрқ зийаритидин кейин җәнубий асийаға йетип келип, пакистан вә һиндистанниң йуқири дәриҗилик рәһбәрлири билән көрүшидикән. у җәнубий асийа зийаритини ахирлаштурғандин кейин, җәнвәгә йетип келидикән.

2017-йили 5-ийун сәуди әрәбистан, бәһрәйн, мисир вә әрәб бирләшмә хәлипилики қатарлиқ дөләтләр қатар билән барлиқ дипломатик мунасивәтлирини үзгәнликлирини җакарлаш билән, парс қолтуқи киризиси башланған иди. арқидин йуқиридики төт дөләткә ливийә, йәмән вә малдиве қатарлиқ дөләтләрму қетилип, қатарға һава тәвәликини тақиғанлиқлирини елан қилған иди.

йәттә дөләт қатар тоғрисида ембарго қарари мақуллап, қатарға һава тәвәликини тақивәткән вә йәмән бирләшмә қисмидин қатарни чиқиривәткән иди. нәтиҗидә, йәттә дөләттики қатар пуқралири вә дипломатлири чеградин чиқириветилгән иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر