венезуела пирезиденти трампқа рәһмәт ейтти

венезуела пирезиденти николас мадуро америка пирезиденти трампға рәһмәт ейтти.

825850
венезуела пирезиденти трампқа рәһмәт ейтти

түркийә авази радийоси хәвири: мадуро дөләтлик телевизийә қаналирида нәқ мәйдандин тарқитилидиған һәптилик «хәлққә хитаб қилиш» пирограммисида, өзини һәмишә тәнқид қилидиған трампқа рәһмәт ейтип мундақ деди: «у бу арқилиқ мени дунйада мәшһур шәхскә айландурди. у қачанла мән тоғрулуқ сөз ачса, дунйа хәлқи мени техиму көп йахши көридиған болуп кетиду. униң мени һәмишә тәнқид қилғинидин қариғанда, мән тоғра йолда икәнмән. америка империйәси  рәһбириниң һәр күни мән тоғрулуқ сөз ечишидин пәхирлинимән. у даим дегүдәк мени вә сотсийалист партийәни тәнқид қилиду. у гойа венезуеладики өктичиләрниң рәһбиригә айлинип қалди.»

трамп мадуро һөкүмитиниң диктатор икәнликини вә венезуеладики демократийәни бастурғанлиқини илгири сүргәниди.

мадуро болса униңға җаваб берип, вашингтонниң венезуеланиң ички ишлириға арилишиш арқилиқ венезуелада һөкүмәт алмаштуруш нийитиниң барлиқини дәва қилғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر