шималий корейә трампниң байанатлириға җаваб қайтурди

шималий корейә ташқи ишлар министири ри йоң-хо, дөлитиниң йадро паалийәтлири билән шуғуллиништики мәқситиниң америка ишғалиниң алдини елиштин ибарәт икәнликини ейтти.

812904
шималий корейә трампниң байанатлириға җаваб қайтурди

түркийә авази радийоси хәвири: шималий корейә ташқи ишлар министири ри йоң-хо, б д т омумий кеңишидә дөлитиниң йадро паалийәтлири вә америка қошма иштатлири пирезиденти доналд трампниң сөзлири тоғрисида байанат бәрди؛ трампни «бармиқи йадро қораллирида туруватқан, әқлий җәһәттә турақсиз бир мутәкәббур» дәп атиған ри йоң-хо, шималий корейә рәһбири ким җоң-унни «өлүвелиш вәзиписини иҗра қиливатқан ракета адәм» дегән америка пирезиденти трампға «бундақ давамлишидиған болса, шималий корейә ракетамийотлириниң пүткүл америка асасий қитәсигә йетип келидиғанлиқи» ни ейтип тәһдит салған һалда җаваб қайтурди.

«трамптин башқа һечким өлүвелиш вәзиписини иҗра қилмайватиду» дегән ри, «бу өлүвелиш һуҗуми түпәйли америка қошма иштатлирида бигунаһ пуқралар өлсә, буниң җавабкарлиқи пүтүнләй трампқа аиттур» деди.

америка пирезиденти трамп, б д т дики сөзидә, әгәр америка вә иттипақдашлирини қоғдашқа мәҗбур болуп қалсақ, «шималий корейәни пүтүнләй йоқитип ташлаштин башқа таллишимиз қалмайду» дегәниди.

шималий корейә ташқи ишлар министири ри йоң-хо, дөлитиниң йадро паалийәтлири билән шуғуллиништики мәқситиниң пүтүнләй мудапиәлиниш икәнликини әскәртип, «бизниң миллий йадро күчимиз башқиларни уруштин ваз кәчтүрүш, америкиниң йадро тәһдитигә хатимә бериш вә америка ишғалиниң алдини елишни мәқсәт қилиду.» дегәнләрни қәйт қилди.

б д т ниң шималий корейәгә йүргүзүватқан ембаргосиға «наһәқчилик» дәп баһа бәргән шималий корейә ташқи ишлар министири ри, бу ембарголарниң дөлитини йадро паалийәтлири билән шуғуллиништин тосуп қалалмайдиғанлиқини сөзлиригә илавә қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر