исраилийә дәмәшиқ айродурумиға башқурулидиған бомба атти

исираилийә армийәсиниң башқурулидиған бомба һуҗумида мәйданға кәлгән партлашниң хели еғир маддий зийанларни кәлтүрүп чиқарғанлиқи билдүрүлди.

812275
исраилийә дәмәшиқ айродурумиға башқурулидиған бомба атти

түркийә авази радийоси хәвири: түнүгүн кәчтә (21-сентәбир) сүрийәниң пайтәхти дәмәшиқниң айродуруми әтрапиға  исраилийә тәриипидин башқурлидиған бомба етилди.

әлмәсдәр агентлиқиниң хәвиридә билдүрүлишичә, сүрийә армийәси бу һуҗумға җавабән исраилйәниң учқучисиз айропиланини етип чүшүргән.

хәвәрдә йәнә, партлаш авази интайин йуқири болуп, хели еғир маддий зийанларни кәлтүрүп чиқарғанлиқи билдүрлди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر