бирма һөкүмитиниң ирқий қирғинчилиқ җинайити рәсмий бекитилди

хәлқара даимий хәлқ сут мәһкимиси бирма һөкүмитиниң азсалиқ мусулман милләтләргә қарита ирқий қирғинчилиқ елип барғанлиқи һәққидә сот қарарини елан қилди.

812315
бирма һөкүмитиниң ирқий қирғинчилиқ җинайити рәсмий бекитилди

түркийә авази радийоси хәвири: хәлқара даимий хәлқ сут мәһкимиси араканлиқ мусулманларни қәтлиам қилиш билән күнтәртипкә кәлгән бирма һөкүмитиниң мәмликәттики азсалиқ мусулман милләтләргә ирқий қирғинчилиқ қилғанлиқини рәсмий бекитти.

бәзи ахбарат вастилири, хәлқара даимий хәлқ сут мәһкимиси малайшийада бирма һөкүмитиниң мусулман азсанлиқларға қаратқан позитсийәсини тәкшүрүп чиққанлиқини хәвәр қилди.

дело даирисидә 5 күн давамлашқан сот бойичә мәһкиминиң 7 кишилик хәлқарлиқ һәйити һөҗҗәтләрни, мутәхәссиләрниң пикирлирини вә 200 шаһитниң гуваһлиқини бир - бирләп тәкшүрүп чиқти.

сот мәһкимиси башлиқи данейәл феристен, бирмада араканлиқ мусулманларниму өз ичигә алған мусулман азсанлиқ хәлқләргә қарита өткүзүлгән җинайәткә алақидар һөкүмнамини елан қилип, бирма һакүмитиниң ирқий қирғинчилиқ, уруш җинайити вә инсанийәткә қарши җинайәт билән әйиблинип тәкшүрүшлгәнликини вә мәзкур җинайәтлириниң рәсмий бекитилгәнликини елан қилди. сот мәһкимиси қарарнаминиң арқидин 17 маддилиқ тәвсийәсиниму җакарлиди.

17 маддилиқ тәвсийәни содийә гил х. боһреңгер оқуп өтти.

содийә гил х. боһреңгер: «б д т ға қарашлиқ тәкшүрүш һәйитиниң аракан, качин вә башқа районлардики мусулманларға қарши өткүзүлгән җинайәтләрни тәкшүрүши үчүн виза берилиши вә әркин мәлумат игилишигә йол қойулуши лазим» деди. 

содийә гил х. боһреңгер зулумға учриған азсанлиқларға һәқлири вә пуқралиқ һөқуқлири берилиши үчүн бирма һөкүмитиниң дөләт асасий қануниға дәрһал өзгәртиш киргүзүп, ирқий айримчи қанун маддилирини әмәлдин қалдуруши керәкликини тәкитлиди һәмдә хәлқара җамаәтчиликниңму бирмадики зулумдин қечип чиққан кишиләргә саһибханлиқ қиливатқан баңладиш вә малайшийаға охшаш дөләтләргә иқтисадий йардәм қилиши керәкликини әскәртти.

 содийә гил х. боһреңгер йәнә, бу һәқтә бирма һөкүмтигә бесим ишлитиши үчүн хәлқара даимий хәлқ сут мәһкимисиниң қолидики дәлил – пакит, һөҗҗәтләрни, сотниң қарари вә тәвсийәлирини һәр қайси хәлқаралиқ органларға вә аммивий тәшкилатларға йоллайдиғанлиқини қәйт қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر