каталанлар мустәқиллиқ үчүн йиғилиш өткүзди

испанийәниң барселона шәһиридә миңларчә киши каталонйаниң «дийада» миллий байримида, мустәқиллиқ үчүн йиғилиш өткүзди.

805338
каталанлар мустәқиллиқ үчүн йиғилиш өткүзди

түркийә авази радийоси хәвири: испанийә 1714-йили верасет урушидин кейин барселонани ишғал қилғандин кейин, каталанлар районниң мунқәрз болған вақтини «дийада» нами астида «миллий күн» сүпитидә хатириләп кәлмәктә.

мадридһөкүмити чәклигән мустәқиллиқ реферандуми өткүзүлүштин үч һәптә бурун күч көрситиш мәқситидә барселонада учрашқан каталанлар, тарихий вәқәни хатириләш үчүн түнүгүн (11-сентәбир) шу йәр вақти 17:14 дә мәйданға топланди.

2012-йилдин тартип мустәқиллиқ тәлипигә сәһнә болуп кәлгән дийада күни үчүн, кишиләр бу йил (2017) 1800 аптобуста барселонаға кәлди.

дөләтниң шәрқий шималиға җайлашқан иштатта йашайдиған 7.5 милйонлуқ каталан нопуси, дөләтниң башқа җайлириға селиштурғанда өзлири туруватқан районни бай вә көп баҗ тапшуриду дәп қарап, мадрид һөкүмитидин айрилишни күнтәртипкә елип кәлгән иди.

каталонйаниң йүз өлчими белгийәниң чоңлуқиға тоғра келидиған болуп, өзиниң тили вә миллий мәдәнийәтигә игә. йәрлик һөкүмәт маарип вә сәһийә қатарлиқ муһим саһәләрдә мәркизий һөкүмәткә охшимайдиған сийасәтләрни йүргүзиду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر