түркмән шәһири тәлафәрни азад қилиш һәрикити башлиди

ирақ армийәси түркмән шәһири тәлафәрни даешниң чаңгилидин азад қилиш үчүн һәрикәткә өтти.

793955
түркмән шәһири тәлафәрни азад қилиш һәрикити башлиди

түркийә авази радийоси хәвири: ирақта террорлуқ тәшкилати даешқа қарши күрәшләр давамлашмақта.

ирақ армийәси мусулдин кейин түркмән шәһири тәлафәрни террорлуқ тәшкилати даешниң чаңгилидин қутқузуш үчүн һәрикәткә өтти.

һәрбий һәрикәтниң иккинчи күнидә ирақ армийәси 6 йезиниң тизгинини қолға елип, 45 террорчини бир тәрәп қилди.

террорлуқ тәшкилати даеш бомба қачиланған аптомобиллар билән ирақ армийәсиниң алға илгирилишигә тосалғу болушқа урунмақта.

ирақ армийәсиниң һәрбий һәрикитигә хәлқара иттипақдаш қисимлири билән иранға тәвә һашди шаби күчлириму йардәм қилмақта.

ирақ баш министири һайдар әл-ибади тәлафәрни даешниң чаңгилидин қутқузуш һәрбий һәрикитиниң түнүгүн әтигән башлиғанлиқини билдүрди.

буниңдин сирт бирләшкән дөләтләр тәшкилати ираққа йардәм қилиш ишханиси тәлафәрдин һазирғичә 30миңдин артуқ кишиниң бихәтәр районларға қачқанлиқини уқтурди.

районда һелиһәм миңларчә киши йашимақта.

су вә озуқ-түлүк түгигән шәһәрдә аһалиләрниң бихәтәрликидин әндишә қилинмақта.

2014-йили ийундин башлап террорлуқ тәшкилати даешниң чаңгилида туруватқан тәлафәрдә2000дәк даеш милитаниниң барлиқи тәхмин қилинмақта.

тәлафәр даешниң чаңгилидин тамамән қутулған тәқдирдә даешниң ираққа соқунуп кирип һәрикәт  қилиш йоли пүтүнләй етилиду вә ирақниң башқа районлиридики даеш милитанлири муһасиригә елиниду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر