испанийәдә 2 – һуҗумниң алди елинди

барселонада 13 кишиниң җениға замин болған һуҗумдин кейин испанийәниң җәнубиға җайлашқан 120 километир йирақлиқтики бир саһил йезисида 2 – һуҗумни елип беришқа тәййарлиниватқан 2 киши өлтүрүлди.

792323
испанийәдә 2 – һуҗумниң алди елинди

түркийә авази радийоси хәвири: каталан сақчи мәнбәлириниң билдүрүшичә, барселонадики һуҗум билән четишлиқи бар бир киши бесимлиқ газ баки билән партлитиш һуҗуми елип беришқа тәййарлиниватқанда өлтүрүлгән.

каталонийә җамаәт хәвпсизлики тармақлириниң мәлуматлириға қариғанда, дөләт хәвпсизлик күчлириниң издәш – ахтуруш һәрикити җәрйанида 4 зораван өлтүрүлгән, 1 зораван йариланған, кейинчә уму өлгән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر