хитайниң һәрбий музийи зийарәтчиләргә вақитлиқ ечиветилди

көргәзмигә қойулған йадикарлиқлар арисида тапанча, милтиқ, танка, биронивек вә айропиланлар зийарәтчиләрниң алаһидә қизиқишини қозғимақта.

792657
хитайниң һәрбий музийи зийарәтчиләргә вақитлиқ ечиветилди

 

түркийә авази радийоси хәвири: хитай хәлқ инқилаби һәрбий музийи хитай армийәси қурулғанлиқниң 90 – йили мунасивити билән хәлқниң зийартигә вақитлиқ ечиветилди.

пайтәхт бейҗиңға җайлашқан музийиниң бир ай бойичә һәқсиз зийарәткә ечиветилгәнлики билдүрүлди.

музийини зийарәт қилмақчи болған кишиләр музийи алдида узун өчрәт шәкилләндүрди.

музийида 300 дин артуқ һәрбий йадикарлиқ бар болуп, хитай – йапонийә уруши вә иккинчи дунйа уруши мәзгилидин қалған һәрбий йадикарлиқлардин башқа йәнә, һазирму хитай армийәси ишлитиватқан бәзи қораллар көргәзмә қилиниду.

көргәзмигә қойулған йадикарлиқлар арисида тапанча, милтиқ, танка, биронивек вә айропиланлар зийарәтчиләрниң алаһидә қизиқишини қозғимақта.

бейҗиңдики әң чоң биналардин бирси болупму һесаблинидиған һәрбий музийи, 1960 – йили ечилған болуп, көлими тәхминән 160 миң квадрат метир келиду.

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر