финландийәдә хәлққә пичақ билән һуҗум қилиш вәқәси йүз бәрди

финладийә сақчилири һуҗумдин кейин һелсинкидики айродорум вә пойиз истансилирида бихәтәрлик тәдбирлирини кәчәйткәнликини елан қилди.

792735
финландийәдә хәлққә пичақ билән һуҗум қилиш вәқәси йүз бәрди

 

түркийә авази радийоси хәвири: финландийәниң турку шәһиридә бир киши пичақ билән һуҗум қилип, нурғун кишини йаридар қилди.

«BBC» ниң хәвиридә, сақчиларниң һуҗум қилғучини путиға оқ етип, терик қолға чүшүргәнлики билдүрүлди.

финландийә сақчилири тәрипидин елан қилинған байанатта, «гумандар турку мәркизидә бир қанчә кишини пичақлиди. сақчилар җинайәтчигә оқ етип қолға чүшүрди» дейилди.

финландийә чиқидиған «The Turun Sanomat» гезити, һуҗумда бир кишиниң һайатидин айрилғанлиқини илгири сүрди. бирақ бу мәлуматниң тоғра йаки әмәслики һәққидә бирәр рәсмий органдин һазирғичә байанат елан қилинмиди. 

сақчилар районда бихәтәрлик тәдбирлирини күчәйтти.

финладийә сақчилири туркудики һуҗумниң арқиисдин һелсинкидики айродорум вә пойиз истансилирида бихәтәрлик тәдбирлирини кәчәйткәнликини елан қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر