түркләр трампқа бәкрәк ишинәмду йаки путинғиму?

түркийә хәлқиниң трампқа қариғанда путинға бәкрәк ишинидиғанлиқи оттуриға чиқти.

792000
түркләр трампқа бәкрәк ишинәмду йаки путинғиму?

түркийә авази радийоси хәвири: мәркизи ишханиси америкида турушлуқ «Pew» тәтқиқат ширкитиниң тәкшүрүш нәтиҗилиригә асасланғанда, 36 дөләт хәлқи америка пирезиденти доналд трамптин бәкрәк русийә пирезиденти виладимир путинға ишинидикән. бу 36 дөләт арисида түркийәму бар икән.

тәкшүрүш нәтиҗисидә русийә рәһбири путинға һәммидин бәк ишинидиған дөләт гиретсийә вә ливан болуп чиқти. бу дөләтләрдә ишинис нисбити җәһәттин %31 лик пәрқ билән путин трампниң алдида туридикән.

вийетнамда болса, бу пәрқ %21 әтрапида икән.

бу дөләтләр һәр икки дөләт рәһбәрлириниң алаһидә қоллишиға еришип келиватқанлиқиму қәйт қилинди.

вийетнам хәлқиниң %79 и путинға %58 и болса, трампқа ишинидиғанлиқини тилға алған.

америкиға иттипақдаш бәзи дөләтләрдә виладимир путинниң трамптин бәкрәк йақтурулиши диққәт тартмақта.

германийәдә хәлқара мунасивәт җәһәттә путинға болған ишәнч нисбити %25, әмма трампқа болған ишәнч нисбити %11 болди.

җәнубий корейәдә бу көрәсткүчләр рәт бойичә, путинға %27, трампқа %17. фирансийәдә путинға %18, трампқа %14. йапонийәдә путинға %28, трампқа %24. италийәдә путинға %26, трампқа %25.

һәр икки рәһбәргә иишниши әң төвән дөләт испанийә болди. испанийәдә путинға болған ишәнч нисбити %7, трампқа болған ишәнч нисбити %5 икәнлики қәйт қилинди.

әнглийә, австералийә вә канада болса, доналд трамп азғинә пәрқ билән путинниң алдиға өтти.

трампқа болған ишәнч нисбити пәрқи %28 билән әң йуқири болған дөләт исраилийә икәнлики билдүрүлди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر