тиллерсон түркийәни зийарәт қилиду

америка ташқи ишлар министири рекс тиллерсонниң 9-10-ийул күнлири истанбулда түркийәниң йуқири дәриҗилик рәһбәрлири билән көрүшидиғанлиқи билдүрүлди.

765521
тиллерсон түркийәни зийарәт қилиду

түркийә авази радийоси хәвири: америка ташқи ишлар министирлиқи елан қилған бу һәқтики йазма байанатта, тиллерсонниң 9-10-ийул күнлири арисида истанбулға келип, түркийәниң йуқири дәриҗилик рәһбәрлири билән көрүшидиғанлиқи билдүрүлди.

байанатта, америка ташқи ишлар министири тиллерсонниң германийәдә өткүзүлидиғанG-20 йиғинида пирезидент доналд трампқа һәмраһ болидиғанлиқи, 9-ийул украина пайтәхти кийевдә пирезидент петро порошенко билән көрүшидиғанлиқи, арқидин 9-10-ийул күнлири арисида истанбулда түркийәниң йуқири дәриҗилик рәһбәрлири билән көрүшүп, икки тәрәп мунасивәтлири вә районлуқ мәсилиләрни музакирә қилидиғанлиқи әскәртилди.

америка ташқи ишлар министири тиллерсон 2017-йили 30-март әнқәрәни зийарәт қилған иди. бу қетимлиқ зийаритидә болса, террорлуқ тәшкилати п й д, п к к ниң сүрийәдики паалийәтлири, фәтһуллаһчи террорлуқ тәшкилатиниң каттибеши фәтһуллаһ гүләнниң қайтурулушиға мунасивәтлик тәртип-басқучлар, қатар билән бәзи әрәб дөләтлири оттурисида партлиған киризисни һәл қилиш йолидики йеңи өзгиришләр қатарлиқ мәсилиләрниң музакирә қилинидиғанлиқи күтүлмәктә.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر