афғанистанда аптомобил бомба һуҗуми йүз берип, нурғун адәм өлди

афғанистанниң һелманд вилайитиниң ләшкәргаһ шәһиридики бир банкиниң алдида аптомобил бомба һуҗуми йүз берип, онларчә адәм өлди вә йәнә онларчә адәм йариланди.

757821
афғанистанда аптомобил бомба һуҗуми йүз берип, нурғун адәм өлди

түркийә авази радийоси хәвири: афғанистанниң һелманд вилайитиниң ләшкәргаһ шәһиридики бир банкиниң алдида мәйданға кәлгән аптомобил бомба һуҗумида кәм дегәндә 20 адәм һайатидин айрилди, 50 дин артуқ адәм йариланди.

һуҗум, дөләт ишчи – хизмәтчилири вә оқутқучилар банкидин маашлирини елиш үчүн өчирәттә туруватқан пәйттә мәйданға кәлди.

һуҗумда йариланғанларниң арисида пуқралар билән бирликтә әскәрләрниңму барлиқи қәйт қилинмақта.

һазирчә һечқандақ тәрәп һуҗумниң җавабкарлиқини үстигә алмиди. бирақ талибан вә даеш буниңдин илгириму мааш елиш үчүн барған хәвпсизлик күчлири билән дөләт ишчи – хизмәтчилиригә бомбилиқ һуҗум қилғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر