дунйа таратқулирида түркийә-голландийә киризиси һәрхил тәриқидә хәвәр қилинди

дунйа таратқулирида голландийәниң ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу билән аилә вә иҗтимаий сийасәтләр министири фатма бәтүл сайан кайаға қилған әдәбсизлики һәрхил тәриқидә хәвәр қилинди.

690399
дунйа таратқулирида түркийә-голландийә киризиси һәрхил тәриқидә хәвәр қилинди

түркийә авази радийоси хәвири: голландийәниң ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу билән аилә вә иҗтимаий сийасәтләр министири фатма бәтүл сайан кайаға қилған әдәбсизлики дунйа таратқулирида кәң орун алди.

әнглийәдики вақит гезити, голландийә баш министири марк рутниң голландийәдә йеқинлишватқан сайламдин илгири радикал милләтчи герт вилдерсни пассип һаләткә чүшүрүш үчүн, мушундақ һәрикәт қиливатқанлиқини хәвәр қилди.

әл җәзирә мухбири файсал қасим иҗтимаий таратқудики адерсида муну учурларни тарқатти: «ғәрб дунйаси түркийәни қудрәтлик дөләткә айландурған җумһу рәис рәҗәп таййип әрдоған изчил бесим ишлитип келиватқан болса, сүрийә һакимийитиниң бешидики бәшшар әсәдкә һечқандақ имбарго йүргүзмиди.»

бу һәқтики өзгиришләргә хәвәр сәһипилиридә кәң орун аҗритип келиватқан CNN хәлқара телвизийә қанили, әрдоғанниң голландийәлик сийасәтчиләрни тәнқид қилғанда сәрп қилған сөзлирини алаһидә гәвдиләндүрүп хәвәр қилди.

русийәдики Sputnik оргини, бу һәқтики хәвәрләрни «түркийә аилә миниситири халанмиған шәхс, елан қилинди вә голландийә сақчилири тәрипидин назарәт астиға елинди»сәрләвһиси астида елан қилди.

испанийәдики ABC гезити, голландийәниң фашст сийасәтлири билән ғәйри демократик бәлгилимлирини алаһидә гәвдиләндүрүп хәвәр тарқатти.

германийәдики Die Zeit гезити, бу һәқтики хәвәрләрни «түркийә голландийәгә тегишлик җаваб қайтурулидиғанлиқини җакарлиди»сәрләвһиси астида елан қилған болса, Bild гезити,  түркийәниң ротердамда турушлуқ консолханиси алдиға йиғилған түркләргә сақчиларниң апшаркилири билән зәрбә бәргәнликини уқтурди.

фирансийәдики нопузлуқ гезитлардин Le Figaro , бу һәқтики хәвәрләрни «түркийә билән голландийә оттурисида дипломатик киризис йүз бәрди»сәрләһиси астида оқурмәнлири билән ортақлашти.

голландийә таратқулирида бу һәқтә чиққан хәвәрләрдә йүз бәргән вәқә-һадисиләрниң бир хил җинайий һадисидәк хәвәр қилиниши алаһидә диққәт қозғайду.

Algemeen Dagblad гезити,  бу һадисиләрни«түркийә кәчүрүм тәләп қилип имбарголар билән тәһдит селиватиду»сәрләвһиси астида елан қилған болса,  De Volksrant гезити, б «машиниларниң роллирини буралийалмаймиз,соқулуп кетишкә аз қеливатимиз»сәрләвһиси астида тарқатти.

шиветсарийәдә чиқидиған Blick гезити, бу һәқтики хәвәрләргә түркчә мавзу қойуп оқурмәнлиридин 16-апрелдики реферандумда «рәт авази бериш»сәпәрвәрлик паалийитини қоллашни тәләп қилди.


خەتكۈچ: #CNN , #Sputnik , #ABC , #Le Figaro , #Bild

مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر