шималий атлантик әһди тәшкилатиниң көрүмсиз позитсийәси

шималий атлантик әһди тәшкилати өлүмләр вә өлүкләр арисида сийасий йөнилишини бәлгилимәктә.

654285
шималий атлантик әһди тәшкилатиниң көрүмсиз позитсийәси

түркийә авази радийоси хәвири: доналд трамп вәзипә тапшурувелиш алдида туруватиду. бу басқуч йеқинлашқансери дунйадики террорлуқ паалийәтлири бирдинла көпийип кәтти. террорлуқ тәшкилатлириниң исимлири бир – биригә охшимисиму әмма һуҗумлири, һуҗум нишанлири вә йәтмәкчи болған мәқсәтлири охшаш. шуңа болупму түркийә қатарлиқ дунйадики көплигән дөләтләрниң җамаәтчилики «террорни бирла мәркәз башқуруватиду» дәп қаримақта.

фирансийә пирезиденти франсуа оланд билән түркийә рәһбири әрдоған сүрийәдә тинч вә муқим район бәрпа қилиш тәклипини оттуриға қойған һаман, бирдинла фирансийә қан көлигә айлинип кәтти. парижни өз ичигә алған дөләтниң сайаһәт шәһәрлири террорлуқ һуҗумлириға учриди. сан – санақсиз фирансийә пуқраси вә сайаһәтчи өлтүрүлди. бу террорлуқ паалийәтлири сәвәбидин фирансийәдә уда бир йилдин көпрәк вақиттин буйан җиддий һаләт сийасити йолға қойулмақта.

буниңлиқ билән чәклинип қалмиған, демократийә, кишилик һәқ – һоқуқларниң мәркизи дәп қаралған фирансийә терроризмға қарши күрәш үчүн әдлийәниму сийасий ирадигә қарашлиқ қилди.

германийә баш министири ангела меркелму түркийә җумһурийити җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоғанниң сүрийәгә қаратқан тинчлиқ, муқимлиқ вә инсапәрвәрлик асасидики сийаситини қоллашқа майил болуватқан бир пәйттә, германийәму җиддий террорлуқ һуҗумлириға дуч кәлди.

түркийә рәһбири әрдоғанниң сүрийә хәлқи үчүн тинчлиқ орнитип бериш вә әркинликни ишқа ашуруп бериш нишан қилинған сийасәтлиригә ғәрб дунйасидин пәқәт америка қошма иштатлириниң мәвҗут һөкүмитила очуқ - ашкара һалда қарши чиқти. көплигән йавропа әллириму буниңға сүкүт қилип, обаманиң қан төккүчи сийасәтлирини қоллиди. пирезидент барак обама вә йардәмчилири сүрийәдә тоқунушниң изчил давамлишишини халиди һәмдә гойа буни дунйаға таңди. америкиниң әшәддий дүшминидәк көрүнгән иран һакимийитиниң пирезидент барак обаманиң сийасәтлирини қоллиши, гойа тарихниң әң начар чақчақлиридин бири иди.

сүрийәниң земин пүтүнлүкини қоғдашни әң муһим ишлар күнтәртипигә киргүзгән, дөләттә әң қисқа вақит ичидә тинчлиқ вә муқимлиқ орнитиш үчүн имканийәтниң баричә тиришчанлиқ көрсәткән, бу һәқтә қилчә мурәссәләшмигән түркийәниң сүрийәдики барлиқ террорлуқ тәшкилатлириниң нишаниға айлинип қелишиму алаһидә диққәт қозғайду.

демәк, сүрийә хәлқи үчүн тинчлиқ, муқимлиқ, әркинлик вә демократийә тәләп қилиш һәқиқәтәнму еғир бәдәлләрни төләшкә тегишлик иш икән.

йеқиндин буйан түркийә сүрийәдики террорлуқ тәшкилатлириниң, җүмлидин п й д / п к к ниң вә даешниң биваситә һуҗумлириға учримақта, бу һуҗумларда онларчә әскәр, сақчи вә пуқра шеһит болмақта.

түркийә әзаси болған ғәрб лагери бу һуҗумларға пәқәт наразилиқ вә тәзийә билдүрүш биләнла чәкләнмәктә, сүрийә земинида даешқа қарши уруш қиливатқан түркийәни йалғуз ташлап қоймақта.

бу һәқиқәтәнму әпсуслинарлиқ вә тирагедийәлик бир әһвалдур.

дәрвәқә, түркийә армийәси техи сүрийәдә террористларни йоқитиш үчүн урушқа атланмай турупла түркийәниң иттипақдиши болған америка, йавропа иттипақи вә нато түркийәни йалғуз ташлап қойди. америка вә башқа дөләтләр түркийәдики һава мудапиәси системилирини сөкүп, қайтуруп кәтти.

гәрчә иттипақдашлири йалғуз ташлап қойған болсиму, әмма түркийә сүрийәдә террорлуқ тәшкилатлириға қарши урушқа атланди. чүнки тәхминән 4 йилдин буйан пүткүл иттипақдаш күчлири даешқа қарши елип барған һуҗумлириниң һәммисидә қилчиликму ғәлибигә еришәлмигәниди. лекин түркийә армийәси тәхминән 300 әскәр вә 15 танка билән даеш вә п й д террорлуқ тәшкилатлирини түп йилтизидин қурутмақта. буни америка башчилиқидики иттипақдаш күчлириниң һава вә ахбарат җәһәттики йардимисизла ишқа ашурмақта.

түркийә террорлуқ тәшкилатлириға қарши мислисиз ғәлибиләрни қолға кәлтүргән һаман, бу қетим дөләтниң муһим шәһәрлиридә бомбилар партлитилди. әскәр, сақчи вә пуқра болуп, йүзләрчә киши өлтүрүлди.

түркийәниң ғәрб лагеридики һәмраһлири билән иттипақдашлири һәрдаимқиға охшашла бу қетимму террорлуқ һуҗумлирини әйибләш биләнла чәкләнди. һәтта бәзилири террорлуқ тәшкилати п к к вә п й д ниң исмини тилға елипму қоймиди.

даешниң истанбулда йеңи йил кечиси елип барған һуҗумидин кейин ғәрб дунйасидин толиму һәйран қаларлиқ бир инкас кәлди. ғәрбниң мудапиә истеһками һесаблинидиған нато байриқини йерим чүшүрүп, түркийәгә тәзийә билдүридиғанлиқини җакарлиди.

бу толиму һәйран қаларлиқ бир иш иди. чүнки һәм п к к һәм даеш террорлуқ тәшкилатлири йүзләрчә түрк әскирини шеһит қилған болушиға қаримай, нато һазирғичә бундақ инкас қайтурмиғаниди. әслидә шундақ қилиши керәк иди. чүнки түркийә әскәрлири нато әскәрлири һесаблинатти. бу нуқтидин елип ейтқанда, нато өз әскәрлири үчүн байриқини йерим чүшүрмигән, әмма йил беши кечиси өлтүрүлгән пуқралар үчүн байриқини йерим чүшүргән болди.

нато ниң бу позитсийәсиниң қандақ уқумни билдүридиғанлиқи һәммигә бәш қолдәк айан, әлвәттә. йүзләрчә әскири шеһит болғанда матәм тутмиған нато, өзиниң йашаш тәрзигә мудахилә қилинғанлиқини гуман қилғанда дәрһал байриқини йерим чүшүрди.

нато ниң бу позитсийәси чоқум сийасий болуп, өлүмләр вә өлүкләр арисида сийасий йөнилишини бәлгилимәктә. бу позитсийә әң йеник аталғулар бойичә ейтқанда, йиргинчликтур, әхлақсизлиқтур.

чүнки узун йиллардин буйан даеш вә п к к террористлириниң әскәрлирини, сақчилирини вә миңларчә пуқралирини қәтл қиливатса, матәм тутмиған нато, йил беши кеичисидики һуҗум үчүн матәм тутти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر