әрдоған-путин учришиши, америка-түркийә мунасивитигә тәсир қилмайду

америка ташқи ишлар министирлиқи җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң русийә пирезиденти владимир путин билән көрүшүшиниң, вашингтон билән әнқәрә оттурисидики мунасивәтләрни аҗизлатмайдиғанлиқини елан қилди.

548913
әрдоған-путин учришиши, америка-түркийә мунасивитигә тәсир қилмайду

түркийә авази радийоси хәвири: америка ташқи ишлар министирлиқиниң байанатчиси елизабит чудийу күндилик ахбарат елан қилиш йиғинида, түркийә билән русийәниң түнүгүн(9-авғуст) ки йуқири дәриҗилик учришишлири тоғрисида соралған соалларға җаваб бәрди.  у җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған билән русийә пирезиденти владимир путинниң аридин тәхминән тоққуз ай өткәндин кейин тунҗи қетим йүзтуранә көрүшкәнликини әскәртип: «түркийә билән русийә оттурисидики йеқинлишишниң, бизниң түркийә билән болған мунасивәтлиримизни аҗизлитидиғанлиқи тоғрисида әндишәмиз йоқ» деди.

у йәнә, русийә билән түркийәниң мустәқил дөләтләр икәнликини тәкитләп: «уларниң дунйаниң нурғун җайлири билән мунасивәтлири бар. түркийә билән русийәниң бирдинбир ортақ нишани террорлуқ тәшкилати даеш әмәс, хәлқаралиқ сүрийәни қоллаш гурупписиму ортақ көңүл бөлидиған даирә ичидә» деди. у америкиниң түркийә билән болған һәрхил мунасивәтлириниң вә достлуқиниң интайин күчлүк икәнликини қәйт қилди.

у: «буни очуқ ейттуқ, биз түркийә һөкүмитини қоллаймиз» деди.

америка ташқи ишлар министирлиқиниң байанатчиси елизабит чудийу фәтһуллаһчи террорлуқ тәшкилати параллел дөләт қурулмиси (FETÖ/PDY) ниң каттибеши фәтһуллаһ гүләнниң қайтуруп берилишиға мунасивәтлик бир соалға, бу һәқтә түркийә даирилири билән бивастә учришиш һалитидә икәнликлирини билдүрди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر