б д т түркийә тоғрулуқ қарар мақуллимиди

түркийәниң террорлуқ тәшкилати п й д ниң сүрийәдики қараргаһлириға һава һуҗуми қозғиши тоғрулуқ йиғин чақирған бирләшкән дөләтләр тәшкилати хәвпсизлик кеңишидин бу һәқтә һечқандақ бир қарар чиқмиди.

434370
б д т түркийә тоғрулуқ қарар мақуллимиди

түркийә авази радийоси хәвири:

түркийәниң террорлуқ тәшкилати п й д ниң сүрийәдики қараргаһлириға һава һуҗуми қозғиши тоғрулуқ йиғин чақирған бирләшкән дөләтләр тәшкилати хәвпсизлик кеңишидин бу һәқтә һечқандақ бир қарар чиқмиди.

хәвпсизлик кеңишиниң феврал ейи башлиқи венесуеланиң даимий вәкили рафаел рамирез карено йиғиндин кейин елан қилған байанатида, хәвпсизлик кеңиши әзалириниң түркийәниң шималий сүрийәгә қилған һуҗумлиридин әндишә қиливатқанлиқини һәмдә түркийәни хәлқара қанунға риайә қилишқа чақириш мәсилисидә бирдәклик һасил қилғанлиқини илгири сүрди. болупму ғәрб әллири дипломатлири йиғинида бу һәқтә бирдәклик һасил қилиналмиғанлиқини әскәрткән карено кейинчә бурунқи сөзлиридин йенивелип, «хәвпсизлик кеңиши әзалири сүрийәниң нөвәттики вәзийити, инсанпәрвәрлик йардәм унсурлириниң бомбилиниши вә нурғун мәсилиләрдә әндишилирини оттуриға қойди» деди. хәвпсизлик кеңишиниң бу һәқтә музакирә елип барғанлиқини, әмма қарар мақулланмайдиғанлиқини қәйт қилған карено, «биз йиғинда бу һәқтики әндишилиримизни ортақлаштуқ, бирақ һечқандақ қарар алмидуқ, шуни алаһидә тәкитләймәнки, хәвпсизлик кеңишидә бу һәқтә нә ахбарат елан қилиш йиғини, нә байаннамә, нә қарар мақулланмиди» деди.

түркийәниң бирләшкән дөләтләр тәшкилатида турушлуқ даимий вәкили халид чәвикму каренониң иккинчи байанатидин бурун хәвпсизлик кеңишидә ортақ қарар елинмиғанлиқини әскәрткәниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر