мәсҗиди әқсада җүмә намизи тинч оқулди

исраилийәниң йеқинқи 2 һәптин буйан қанунсиз иҗраатлири давамлишиватқан мәсҗиди әқсада җүмә намизи тинч оқулди.

201369
 мәсҗиди әқсада җүмә намизи тинч оқулди

түркийә авази радийоси хәвири: исраилийәниң йеқинқи 2 һәптин буйан қанунсиз иҗраатлири давамлишиватқан мәсҗиди әқсада җүмә намизи тинч оқулди.
исраилийә өткән һәптә хәлқара җәмийәтниң бесими астида мәсҗиди әқсада җүмә намизи қилишни халайдиған пәләстинликләргә қойулған йаш чәклимисини бикар қилғаниди. исраилийә бихәтәрлик тәдбирлирини йәниму күчәйткән қуддуста, мәсҗиди әқсаға сәлдәк еқиватқан миңларчә мусулман, җүмә намизини қилғандин кейин тинч тарқиилип кетишти. қуддусниң тинч болушиға қаримай ийордан дәрйасиниң ғәрбий қирғиқиниң вәзийити кәскин иди. әлхәлил районида кәң хәлқ аммисини тарқитиветиш үчүн йаш аққузуш бомбиси ишләткән исраилийә әскәрлиригә пәләстинлик йашлар таш етиш билән җаваб қайтурди. қәләндийә вә қәдум районлириму тоқунушларға сәһнә болди. тоқунушларда йарилиниш вә қолға елиниш әһвали көрүлмиди. бу арилиқта, 4 нәпәр пәләстинликниң, исраилийә дипломатийә министири ивагдор лиеберманға ғәззә һуҗумлири җәрйанида сүйиқәст пиланлиған дегән җинайәт билән тутуп кетилгәнлики билдүрүлди.


خەتكۈچ:

مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر