бирләшкән дөләтләр тәшкилати бирмини агаһландурди

бирләшкән дөләтләр тәшкилати бирмини роһиңйа мусулманлири тоғрулуқ агаһландурди.

201361
бирләшкән дөләтләр тәшкилати бирмини агаһландурди

түркийә авази радийоси хәвири: бирләшкән дөләтләр тәшкилати бирмини роһиңйа мусулманлири тоғрулуқ агаһландурди.
бирләшкән дөләтләр тәшкилати, бирмидин роһиңйа мусулманлириға вәтәндашлиқ һоқуқини беришини тәләп қилди.
бирләшкән дөләтләр тәшкилати омумий кеңишиниң кишилик һоқуқ ишлириға мәсул 3 комитети, бирмидики кишилик һоқуқ мәсилиси тоғрулуқ сунулған лайиһәни қобул қилди.
иҗра қилдуруш күчигә игә болмиған әмма бирма һөкүмитигә қарита хәлқаралиқ бесимни күчәйтидиған лайиһәдә, диний вә етник аз санлиқларниң һәқ – һоқуқлириға баравәрлик асасида муамилә қилиниши тәләп қилинди.
бирләшкән дөләтләр тәшкилати лайиһәдә йәнә, дөләтттә кәң көләмлик сийасәткә иштирак қилишниң ишқа ашурулуши вә келәр йили өткүзүлидиған пирезидент сайламлириниң демократийә асасида ишқа ашурулушини мураҗиәт қилди.
игилинишичә, комитет тәрипидин қобул қилинған лайиһә келәр ай омумий кеңәштә музакирә қилинидикән.


خەتكۈچ:

مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر