б д т дин терроризмға қарши күчлүк сигнал

бирләшкән дөләтләр тәшкилати хәвпсизлик кеңиши, ирақ шам ислам дөлити, әннусрә алдинқи сепи вә сүрийәдә паалийәт елип бериватқан әлқаидә тәшкилати билән четишлиқи бар террорлуқ тәшкилатлириға мунасивәтлик қарар лайиһәсини бирдәк аваз билән қобул қилди

92493
б д т дин терроризмға қарши күчлүк сигнал

түркийә авази радийоси хәвири: бирләшкән дөләтләр тәшкилатидин терроризмға қарши күчлүк сигнал берилди.
бирләшкән дөләтләр тәшкилати хәвпсизлик кеңиши, ирақ шам ислам дөлити, әннусрә алдинқи сепи вә сүрийәдә паалийәт елип бериватқан әлқаидә тәшкилати билән четишлиқи бар террорлуқ тәшкилатлириға мунасивәтлик қарар лайиһәсини бирдәк аваз билән қобул қилди.
әнгилийә тәрипидин һазирланған вә бирдәк аваз билән қобул қилинған қарар лайиһәси, чәтәллик милитан гуруппиларни қорал - йарағлар билән тәминләшкә тақабил туруш, иқтисадий йардәмләрни үзүш һәмдә бу икки тәшкилат билән четишлиқи бар 6 террорист тәшкилатқа ембарго йүргүзүшни нишан қилиду.
ирақ вә русийә мәсилилири тоғрулуқ бирйусселда җиддий йиғин чақирған йавропа иттипақиға әза дөләтләрниң дипломатийә министирлириму ирақ шам ислам дөлитиниң һуҗумлирини қаттиқ әйибләп, ирақта барғансери йаманлишиватқан вәзийитидин әндишә қиливатқанлиқлирини җакарлиди.
министирлар, ирақ шам ислам дөлитиниң нефит сетишиға йол қоймаслиқ, пәшмәргәләргә қорал - йарағ җәһәттин йардәм бериш вә ирақниң шималиға инсанпәрвәрлик һава каридори тәшкил қилиш мәсилисидә бирдәклик һасил қилди.
һизбуллаһ рәһбири һәсән нәсрәллаһму еһтийаҗ туйулған тәқдирдә ирақ шам ислам дөлитигә қарши уруш қилишқа тәййар икәнликилирини уқтурди.
ирақ шам ислам дөлитини барғансери вәһшилишиватқан бир йиртқуч һайван дәп атиған нәсрәллаһ, тәшкилатниң ийорданийә, қолтуқ дөләтлири вә ливанға нисбәтән наһайити хәтәрлик икәнликини әскәртти.


خەتكۈچ:

مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر