барак обама афғанистанда

73968
барак обама афғанистанда

түркийә авази радийоси хәвири: америка қошма иштатлири пирезиденти барак обама афғанистанға күтүлмигән зийарәт елип барди.

пирезидент барак обама пирограммиси даирисидә болмиған бу зийаритидә америкиниң әң узун давамлашқан афғанистан урушини бу йилниң ахирғичә ахирлаштурушқа вәдә бәрди.

барак обама баграм һава базисидики америка әскәрлирини йоқлап, бу йил ахирғичә афғанисандики америка әскәрлирини чекиндүрүп чиқидиғанлиқлирини, афғанистанда қалдуруп қойулидиған америка әскәрлириниң саниниң йеқинда ениқ болидиғанлиқини билдүрди.

әскәрләргә «көпинчиңлар афғанистандики әң ахирқи вәзипәңларни орундаватасиләр»дегән барак обама«америка афғанистан урушни мувапиқ усулда ахирлаштуриду» деди, афғанистанда һелиһәм 32800 америка әскири вәзипә өтимәктә.


خەتكۈچ:

مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر