10.04.2019

бүгүнки чәт әл мәтбуатлиридин таллап тәййарлиған қисқичә хәвәрлиримизтөвәндикичә:

1180408
10.04.2019

түркийә авази радийоси: сәуди әрәбистанда чиқидиған «әлшәрқ әләвсат гезити» (Alsharq Alawsat), пәләстинниң исираилийә сайлимини тәнқид қилип, «тинчлиқни рәт қилиш» дәп баһа бәргәнликини иәвәр қилди.

қатарда чиқидиған «әлрайа әл қатариййа гезити» (Al-Raya Al-Katariya), вашингтон һөкүмитиниң, мисир русийәдин уруш парахоти сетивалған тәқдирдә ембарго йүргүзүлидиғанлиқини билдүрүп тәһдит салғанлиқини хәвәр қилди.

ливанда чиқидиған «әлһайат гезити», мисир пирезидентиниң америка пирезиденти трамп билән оттура шәрқ вәзийитини музакирә қилғанлиқини хәвәр қилди.

«т-онлайн тор бети» (T-Online), түркийә җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоғанниң русийә пирезиденти путин билән көрүшкәнликини вә русийә билән қорал келишими түзүш мәсилисидә бесимни қобул қилмайдиғанлиқини хәвәр қилди.

германийәниң «стерн журнили» (Stern), әнглийә баш вәзири тиреса мейниң германийә баш министири меркелдин йардәм тәләп қилғанлиқини хәвәр қилди.  

шивейтсарийәдә чиқидиған «ле темпс гезити» (Le Temps), хитайни һесабқа алмиғанда, дунйада өлүм җазалириниң азийиватқанлиқини елан қилди.

фирансийәдә чиқидиған «ле монде гезити» (Le Monde), 2018-йилида фирансийәгә рекорт сәвийәдә сайаһәтчи кәлгәнликини хәвәр қилди.

фирансийәдә чиқидиған «ле парисйен гезити»  (Le Parisien), музлуқларниң еришиниң деңиз йүзи сәвийәсини тез сүрәттә көтүрүватқанлиқини хәвәр қилди.

венезуелада чиқидиған «телесур гезити» (Telesur), боливийә пирезиденти евониң өзара һәмкарлиққа тайанған һәмкарлиқларни күчәйтиш үчүн түркийәни зийарәт қилғанлиқини хәвәр қилди.

испанийәдә чиқидиған «ел комеркийо гезити» (El Comercio), венезуелада йеңи йүз бәргән ток кетиш һадисисиниң, пайтәхт каракас вә башқа нурғун иштатни қараңғулуқта қойғанлиқини елан қилди.

боливийәдә чиқидиған «опинйин гезити» (Opinión), боливийә пирезиденти ево моралес (Evo Morales) ниң түркийә әлчихана ечилидиғанлиқини елан қилғанлиқини вә 500 милйон долларлиқ сода келишими түзүшни пилан қилғанлиқини хәвәр қилди.

русийәниң «тас агентлиқи» (TASS), америка ташқи ишлар министири майк помпейониң голан егизлики вә қирим йерим арили мәсилилириниң бир-биригә охшимайдиғанлиқини ейтқанлиқини хәвәр қилди.

русийәдә чиқидиған «коммерсант гезити» (Kommersant), һиндистанниң йәнә русийәдин бир қанчә йүз данә «T-90» типлиқ танка сетивелиши мумкинликини елан қилди.

русийәниң «рийа новости агентлиқи» (RİA Novosti), русийә бихәтәрлик ширкити касперскй (Kaspersky) ниң оттура шәрқтә бир сийасий сибәр җасослуқ пиланини оттуриға чиқарғанлиқини хәвәр қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر