09.01.2019

чәт әл мәтбуатлиридин таллап тәййарлиған қисқичә хәвәрлиримиз төвәндикичә:

1122118
09.01.2019

түркийә авази радийоси: а р д (ARD) телевизийәсиниң, «түркийә билән америка сүрийә мәсилисидә муназирә қиливатиду» сәрләвһисидә хәвәр елан қилди.

«спейгел онлайн» (Spiegel Online) интернет бети, «америка дөләт хәвпсизлик мәслиһәтчиси җон болтон башчилиқидики һәйәт, түркийә җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоғанға йиңилди» дегән сәрләвһидә хәвәр елан қилди.

«ханделсблат гезити» (Handelsblatt), төвән өсүмниң йавро дөләтлириниң һәрикәт қилиш даирисини кеңәйтиш билән биргә, пәрвасизларчә муамилә қилишқа сәвәб болуватқанлиқини хәвәр қилди.

«германийә авази радийоси»,  мисирда икки германийә пуқрасиниң йоқап кәткәнликини хәвәр қилди.

германийә авази радийоси йәнә, германийә тәптиш мәһкимисиниң бир сүрийәлик үстидин әрз сунғанлиқини хәвәр қилди.

«ли фегаро гезити», бирйусселда йүз бәргән һуҗумда җенидин айрилғанларниң отопси доклатиниң оғирланғанлиқини хәвәр қилди.

«ле парисйен гезити», сериқ җилиткиликләрниң италийәниң күшкүрткүчиси болғанлиқини хәвәр қилди.

«ле монде гезити», пирезидент трампниң чеграда там селишқа мунасивәтлик байанатини елан қилғандин кейин, америкада киризисниң чоңқурлашқанлиқини хәвәр қилди.

«ел мундо гезити», испанийә һөкүмитиниң балера араллиридики мәмурларға сотчилар билән каталончә сөзлишиш шәртини қойғанлиқини хәвәр қилди.

«пренса латина гезити», кубаниң, «американиң панамада гуман пәйда қилидиған һәрбий мәвҗутлуқиниң испатланғанлиқини елан қилғанлиқи» ни хәвәр қилди.

«известийа гезити», америка қисимлириниң сүрийәдин чекиниши, түркийә билән америка оттурисидики қийин музакирәләрниң темиси болғанлиқини хәвәр қилди.

«тас агентлиқи», «русийә американиң сүрийәдин пүтүнләй чекинидиғанлиқиға ишәнмәйду» дегән сәрләвһидә хәвәр елан қилип, москва билән вашигтонниң пат арида мәзкур мәсилә бойичә учришишларни әмәлгә ашуридиғанлиқини билдүрди.

«рийа новости гезити», химки васкетбол командисиниң фәнәрбаһчә командисини йәңгәнликини вә пәйшәнбә (10-йанвар) анадолу әфәс командиси билән мусабиқигә чүшидиғанлиқини хәвәр қилди.

сәуди әрәбистанда ингилизчә чиқидиған «алшарқ алавсат гезити», африқа дөләтлириниң 55 дөләтни өз ичигә алидиған ортақ паспорт ишлитишкә йеқинлашқанлиқини хәвәр қилди.

әнглийәдә әрәбчә чиқидиған күндилик «алқуддус әләрәби гезити», түркийә җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоғанниң сүрийәдики америка қисимлириниң орнида рол ойнайдиған «сүрийәниң һәммә қатламлиридин тәшкил қилинған бир һәрбий қисим қуруш» ни тәкилп қилғанлиқини хәвәр қилди.

ливанда чиқидиған «әлмустақбал гезити», «әһвали интайин хәтәрлик, бу боран-чапқун сүрийәлик мусапирларни немә қилди?» сәрләвһисидә хәвәр елан қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر