түркийәгә селиниватқан чәт әл мәблиғи барғансери көпәймәктә

бу йил биринчи пәсилдә түркийәгә селинған биваситә хәлқара мәбләғ 1 милйард 500 милйон долларға йәтти.

2139558
түркийәгә селиниватқан чәт әл мәблиғи барғансери көпәймәктә

түркийә авази радийоси хәвири: хәлқара мәбләғ салғучилар җәмийити хәлқаралиқ биваситә мәбләғ селиш доклатини елан қилди.

буниңға асасланғанда, 3-айда түркийәгә селинған биваситә хәлқара мәбләғниң омумий соммиси 336 милйон долларға, 2024-йилиниң алдинқи үч ейида болса 1 милйард 500 милйон долларға йәткән.

бу мәзгилдә, пул-муамилә вә суғурта паалийәтлири саһәлиригә әң көп мәбләғ селинған.

бу йилниң биринчи пәслидә, йавропа иттипақи дөләтлири % 58 үлүш билән түркийәгә селинған мәбләғниң әң чоң мәнбәси болуп қалған.

бу мәзгилдә,  голландийә % 25 лик үлүш билән алдинқи орунда, америка қошма иштатлири % 21 үлүш билән иккинчи, германийә % 12 үлүш билән үчинчи орунда турған.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر