түркийәдә ишсизлиқ нисбити төвәнлиди

түркийәдә ишсизлиқ нисбити март ейида алдинқи айға селиштурғанда % 0.1 азийип, ٪8.6 кә төвәнлиди.

2138112
түркийәдә ишсизлиқ нисбити төвәнлиди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә истатистика оргини 2024 – йили март ейидики әмгәк күчигә мунасивәтлик истатистикилиқ доклатини елан қилди.

буниңға асасланғанда, 3-айда ишсиз қалғанларниң сани алдинқи айға селиштурғанда 19 миң адәм азийип, 3 милйон 57 миң кишигә төвәнлигән.

ишсизлиқ нисбити болса март ейида алдинқи айға селиштурғанда % 0.1 азийип, ٪8.6 кә төвәнлигән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر