түркийәниң мевә – чевә вә көктат екиспорти ашти

түркийә 4-айда 211 милйон 494 миң долларлиқ мевә – чевә вә көктат експорт қилди.

2137638
түркийәниң мевә – чевә вә көктат екиспорти ашти

түркийә авази радийоси хәвири: апрел ейида түркийәниң һәрқайси җайлириниң мевә – чевә вә көктат експорти ашти.

мевә – чевә вә көктат експорти  саһәси 4-айда 279 миң 88 тонна мәһсулатни хәлқара базарға салди.

бу мәзгилдә әң көп пәмидур, қизилмуч вә лимон експорт қилинди.

бу йилниң төтинчи ейида мевә – чевә вә көктат әң көп екиспорт қилинған дөләт русийә болди. русийәгә қилинған мевә – чевә вә көктат екиспортидин 45 милйон 64 миң доллар кирим қилинди.

русийәдин қалса руминийәгә 36 милйон 524 миң долларлиқ, украинаға 24 милйон 955 миң долларлиқ мевә – чевә вә көктат екиспорт қилинди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر