түркийәниң експорти йанвар-апрел айлирида ашти

түркийәниң 54 шәһириниң екиспорти йанвар-апрел айлирида көрүнәрлик ашти.

2136495
түркийәниң експорти йанвар-апрел айлирида ашти

түркийә авази радийоси хәвири: түркийәниң пәқәт апрел ейидики експорт киримила бултурқи охшаш мәзгилдикигә селиштурғанда % 0.1 ешип, 19 милйард 271 милйон долларға йәтти.

йанвар-апрел айлиридики експорти болса % 2.7 ешип, 82 милйард 873 милйон долларға йәтти.

бу мәзгилдә 17 вилайәтниң екиспорти 1 милйард доллардин ашти, 54 вилайәтниң експортиму көрүнәрлик ашти.

4-айда истанбулниң екиспорти 4 милйард 75 милйон долларға йәтти. шуниң билән, истанбул биринчи рәткә тизилди.

коҗаәли вилайити 2 милйард 439 милйон долларлиқ експорти билән 2-рәткә, измир вилайити 1 милйард 843 милйон долларлиқ експорти билән 3 – рәткә тизилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر