малийә миистири шимшәк бирйусселда зийарәттә болмақта

түркийә хәзинә вә малийә министири мәһмәт шимшәк белгийәниң пайтәхти бирйусселда дөләт ишлири зийаритидә болмақта.

2139530
малийә миистири шимшәк бирйусселда зийарәттә болмақта

түркийә авази радийоси хәвири: шимшәк пирограммиси даирисидә бирйусселдики муһим тәтқиқат мәркәзлиридин бири болған бругел тәтқиқат мәризидә өткүзүлгән «түркийә: йавропа екологийә системисида илгириләш» намлиқ йиғинда түркийәниң екологийә системиси саһәсидики өзгиришләр һәққидә мәлумат бәрди.

йиғинда  йуқири қатламлиқ дийалогни қайта җанландуруш, таможна иттипақи бәлгилимилирини йеңилаш вә түркийә - йавропа иттипақи мунасивәтлири һәққидә музакирә елип берилди.

министир шимшәк бирйуссел зийарити даирисидә йавропа иттипақиниң иқтисадий ишларға мәсул комиссари павло гентилони, йавропа иттипақи комитетиниң ички базар ишлириға мәсул комиссари тиерри бретон билән бир йәргә җәм болди.

шимшәк йавропа иттипақиниң пул-муамилә мулазимити, пул-муамилә муқимлиқи вә капитал базири ишлири бирләшмисиниң комиссари майред макгуйнес  биләнму көрүшиду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر