әзәрбәйҗан баш министири түркийәдә зийарәттә болмақта

әзәрбәйҗан баш министири әли әсәдоф түркийәдә дөләт ишлири зийаритидә болмақта.

2137129
әзәрбәйҗан баш министири түркийәдә зийарәттә болмақта

түркийә авази радийоси хәвири: түркийәдә дөләт ишлири зийаритидә болуватқан әзәрбәйҗан баш министири әли әсәдоф, муавин җумһур рәис җәвдәт йилмаз билән көрүшүп, икки дөләт оттурисидики нөвәттики мунасивәтләр вә һәмкарлиқ пурсәтлири тоғрисида сөзләшти.

айрим вә вәкилләр үмәклири ара сөһбәтләрдин кейин, җәвдәт йилмаз билән әли әсәдоф <түркийә-әзәрбәйҗан 11-нөвәтлик бирләшмә иқтисадий комитет рамка келишими> имзалиди вә қошма мухбирларни күтүвелиш йиғини өткүзди.

җәвдәт йилмаз түркийә билән әзәрбәйҗан оттурисидики икки тәрәплик сода соммисиниң 7 милйард 500 милйон долларға йәткәнликини, нишанниң сода соммисини 15 милйард долларға йәткүзүш икәнликини әскәртип, «биз әзәрбәйҗанниң әң муһим сода шериклириниң бири болғанлиқимиздин хушалмиз» деди.

йилмаз билән әсәдоф йәнә түркийә сода башқармилири вә пай чеки базарлириниң қошмақ биналарда өткүзүлгән түркийә-әзәрбәйҗан сода мунбиригә қатнишиду.

әзәрбәйҗан баш министири әсәдоф җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған тәрипидинму қобул қилиниду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر