15.05.2024

бүгүнки түркийә гезитлиридә асасий салмақни игилигән муһим хәвәрлиримизниң қисқичә мәзмунлири төвәндикичә:

2139864
15.05.2024

түркийә авази радийоси: «сабаһ гезити», ғәрбий балқан райониға җайлашқан албанийә, боснийә-гиретсеговина, шималий македонийә, сербийә вә косовуда елип берилған әлрайи нәтиҗисидә, җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң район хәлқиниң йақтурушиға еришкән рәһбәр икәнликиниң оттуриға чиққанлиқи хәвәр қилинди.

«һөррийәт гезити», ташқи ишлар министири хақан фиданниң исираилийәниң ишғалчи күч икәнликини тәкитләп, «ғәззәдики уруш бикардин бикар чиқмиди. һамас қаршилиқ көрситиш һәрикитидур» дегәнликини хәвәр қилди.

«йеңи шәпәқ гезити», енергийә вә тәбиий байлиқлар министири алпарслан байрақдарниң, түркмәнистан тәбиий газини әзәрбәйҗан вә гирузийә арқилиқ түркийәгә йәткүзүлидиған түркийә-әзәрбәйҗан тәбиий газ саһәсидә һәмкарлиқ келишими имзалаш мурасимида сөз қилғанлиқини хәвәр қилди.

хәвәрдә, алпарслан байрақдарниң, «бу қиш нәхчиванниң тәбиий газ түркийәгә келиду. шуңа, әң қисқа вақит ичидә бу туруба йолини ишқа кириштүримиз» дегәнлики қәйт қилинди.

«вәтән гезити», қатнаш министири абдулқадир уралоғлуниң ийун ейиниң бешида «6A -түрксат» сүний һәмраһини қойуп бериш үчүн америкаға әвәтидиғанлиқлирини, 14-ийунда орбетаға қойуп берилидиғанлиқини ейтқанлиқини хәвәр қилди.


خەتكۈچ: #вәтән , #стар

مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر