өзбекистан русийәдин башқа дөләтләргә көпләп ишчи чиқиришқа йүзләнди

өзбекистан түрк җумһурийәтлири пуқралириниң русийә айродурумлири вә қуруқлуқ чегра еғизлирида сақлитип қойулуватқанлиқи тоғрисидики хәвәрләр көпийиватқан бир вақитта, әрәб дөләтлиригә әмгәк күчи експорт қилишқа тиришмақта.

2136960
өзбекистан русийәдин башқа дөләтләргә көпләп ишчи чиқиришқа йүзләнди

түркийә авази радийоси хәвири: сәуди әрәбистан өзбекистан пәрғанә өлкисиниң башлиқи хәйрулло бозоровниң җиддә шәһирдики зийарити җәрйанида түзүлгән келишим бойичә, 100 миң ишчи қобул қилиду.

пәрғанә өлкисиниң башлиқи хәйрулло бозоровниң башчилиқидики вәкилләр өмики сәуди әрәбистанда йашаватқан миллити өзбек болған вә игилик тикләштә мувәппәқийәт қазанған карханичилар билән учрашқан.

билдүрүлишичә, өзбек вәкилләр өмики «Vision Ambassadors» вә «Bahra Electrics» ширкәтлири билән көрүшүп, өзбекистанда бақмичилиқ, мис пишшиқлап ишләш вә електир сими ишләпчиқиришқа мунасивәтлик түрләрни әмәлгә ашурушни пилан қилған.

буниңдин башқа йәнә, өзбек вәкилләр өмики учришишлирида, өзбекистанда әрәб тили курслирини ечиш, охшимиған кәсипләр бойичә тәрбийәләш курслирини ечиш вә өзбекистан пуқралириниң сәуди әрәбистанда узун муддәтлик ишқа орунлишиш мәсилилирини музакирә қилған.

өзбекистан йанварда (2024) қатар биләнму буниңға охшаш келишим имзалиған иди.

көчмән ишчилар аилилиригә әвәтидиған пул, өзбекистан иқтисадиниң муһим бир қисмини игәлләйду. 2022-йили өзбекистанниң буниңдин қилған кирими 16.7 милйард долларға йәткән болуп, бу ички ишләпчиқириш омумий қиммитиниң %21 гә тоғра келиду.

пирезидент шәвкәт мирзийайев пәрман чүшүрүп, ташқи әмгәк күчи көч идарәсиниң һоқуқини кеңәйтти. пәрман бойичә, әнглийә, германийә, латвийә, полша, венгирийә, йапонийә вә әрәб бирләшмә хәлипиликидә турушлуқ өзбекистан әлчиханилирида әмгәк күчлиригә тоғра йетәкчилик қилиш мәқситидә мәслиһәтчиләр турғузулиду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر