түркийәниң қара деңиз тәбиий газиға болған үмиди күчәйди

маһмут гүрәр тәрипидин тәййарланған «енергийә дунйаси» намлиқ сәһипимизниң бу һәптилик санида, түркийәниң қара деңиз тәбиий газиға болған үмидиниң күчәйгәнлики тоғрисида тохтилип өтимиз.

2136439
түркийәниң қара деңиз тәбиий газиға болған үмиди күчәйди

түркийәниң қара деңиз тәбиий газиға болған үмиди күчәйди

түркийә авази радийоси: түркийә йавропаниң төтинчи чоң тәбиий газ истемалчиси болуп, йиллиқ истемал миқдари тәхминән 51 милйард куб метирға йетиду. сакарйа тәбиий газлиқи байқалғандин кейин, узун йиллардин буйан тәбиий газ еһтийаҗиниң һәммисини импорт арқилиқ қамдайдиған түркийәниң әһвали өзгиришкә башлиди. түркийәниң тәбиий газ ишләпчиқириш миқдари 4-айниң ахириға кәлгәндә тәхминән 4 милйон 600 миң куб метирға йәтти. 1.8 милйон аилиниң тәбиий гази түркийәдин чиқирилишқа башланди. әмма нишан техиму чоң болуп, түркийә 2025-йилиниң бешида күндилик ишләпчиқиришини 10 милйон куб метирға йәткүзүшни пиланлимақта.

йеңи байқашлар арқилиқ, қисқа муддәт ичидә ишләпчиқиришни 20 милйон куб метирдин ашуруш пиланланмақта. бу тәхминән 9 милйондин 10 милйонғичә аилиниң тәбиий газиниң түркийәниң  йәрлик мәнбәлири арқилиқ қамдилидиғанлиқидин дерәк бериду.

бу сәвәбтин, тәбиий газ запаслашқа мунасивәтлик нишанлар бир-бирләп йолға қойулмақта. 2028-йилиға барғанда, түркийә ишлитидиған газиниң 20 пирсәнтини запаслап сақлийалайдиған һаләткә келиду. түркийә җумһурийити енергийә вә тәбиий байлиқлар министирлиқиниң пиланиға асасланғанда, түркийәниң сақлаш сиғими ишлитиш нисбитиниң %50 игә йетидикән. бу сәвәбтин, нурғун районларда, болупму туз көли тәбиий газ сақлаш ойманлиқи қатарлиқ нурғун җайларда тәбиий газ сақлаш орунлирини қуруш йаки кеңәйтиш пиланланмақта икән.

лекин, бу бирдинбир сәвәб әмәс... түркийәниң енергийә мәркизигә айлиниш түри даирисидә қурлидиған тракйадики енергийә мәркизиму йәнә бир сәвәб һесаблиниду. тракйада қурулидиған мәркәзниң қурулушиниң бу йил башлиниши күтүлмәктә.

русийә билән бирликтә ройапқа чиқирилидиған түр хизмәтлири даирисидә, икки дөләт вәкиллири москва-әнқәрә линийәсидә үзлүксиз қатнап, түрниң ахирқи шәклигә қарар қилишқа тиришмақта.

түркийәдә нөвәттә җәмий 7 хәлқаралиқ тәбиий газ туруба йоли, иккиси ләйлимә запаслаш вә газлаштуруш орни болуп җәмий төт данә LNG (суйуқландурулған тәбиий газ) әслиһәси вә икки данә йәр асти тәбиий газ сақлаш орни бар.

хәлқаралиқ түрләрниң бири болған «түрк еқим », русийәниң анапа шәһиридин башлинип түркийәниң қирқларәлидики қийикөйгичә созулидиған икки туруба йолидин ибарәт болуп, һәр бириниң узунлуқи 930 километир келиду. қарадеңизниң астидин кесип өтидиған туруба линийәлириниң бири түркийәниң дөләт ториға тутушиду . йәнә бири, түркийәни бесип өтидиған газниң йавропаға тошулушиға капаләтлик қилиду. һәр бир линийә йилиға 15 милйард 750 милйон куб метир газ тошуш иқтидариға игә. русийә тәбиий газ туруба йолиниң сиғимини ашурушни халайду. икки тәрәпниң бу мәсилә тоғрисидики сөһбәтлири давамлашмақта.

русийәдин қара деңизни кесип өтүп түркийәгә тутишидиған йәнә бир тәбиий газ туруба линийәси «мави еқим» болуп, бу линийә һәр йили 16 милйард куб метир газ билән тәминләш иқтидариға игә.

әзәрбәйҗанниң каспий тәбиий газини йөткәйдиған тиранс анадолу (анадолудин һалқиған) тәбиий газ туруба линийәси — танап, нөвәттә 16 милйард куб метир тәбиий газ тошуш иқтидариға игә. бу тәбиий газниң 6 милйард куб метири түркийәгә, 10 милйард куб метири болса, йавропаға тошулиду. бу линийәниң сиғиминиң қисқа вақит ичидә бир қатлиниши пиланланмақта.

түркийә йәнә оттура асийа түрк җумһурийәтлири билән келишим имзалаш арқилиқ тәбиий газ көп хиллиқини қолға кәлтүрүшни халайду. бу йөнилишниң биринчи қәдими түркмәнистан билән ташланди. 3-айниң бешида икки дөләт оттурисида тәбиий газ һәмкарлиқ келишими имзаланди.

әзәрбәйҗан тәрипидин азад қилинған тағлиқ қарабағдики зәнгәзур каридориниң ечилиши билән бирликтә, бу дөләтниң тәбиий газини каспий деңизи арқилиқ түркийәгә йәткүзүш пиланланмақта. бу линийә түркийә вә йавропаниң енергийә бихәтәрликигә төһпә қошиду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر