қазақ шаири, мутәпәккури абай қунанбай

назгүл қадирова тәрипидин тәййарланған «һайатини түрк дунйасиға беғишлиғанлар» намлиқ сәһипимизниң бу һәптидики санида, қазақ түрклириниң муһим әрбаби, шаир вә мутәпәккури абай қонанбай һәққидә тохтилип өтимиз. диққитиңлар сәһипимиздә болсун!

2134587
қазақ шаири, мутәпәккури абай қунанбай

қазақ шаири, мутәпәккури абай қунанбай

түркийә авази радийоси: абай 1845-йили бүгүнки қазақистанниң сәмәй райони тәвәликидики сирт-каскабулақта дунйаға кәлгән. қазақлар арисида һөрмәткә сазавәр җамаәт әрбаби болған дадиси қунанбай, аниси улҗан вә момиси зәрә абайниң дәсләпки тәрбийәсидики үч муһим шәхс иди. улардин аңлиған тарихий вәқәләр, шеирлар вә хәлқ дастанлири абай характериниң тәрәққийатиға зор тәсир көрсәткән. тәңтүшлиригә селиштурғанда наһайити талантлиқ бала болған абай, он йешида дадисиниң тәлипигә бинаән сәмәйдики әһмәд риза мәдрисисидә оқушни башлиған.  мәдрисниң қурғучиси әһмәд ризаниң қазанлиқ татар тарихчиси вә ислаһатчи диний алим шәһабәддин мәрҗаниниң оқуғучиси икәнлики, шуңа мәрҗаниниң идийәсиини йақлиған һалда дәрс өткәнлики мәлум. әһмәд риза мәдрисисәсиниң әйни дәврниң башқа мәдрисләргә охшимайдиған тәрипи, униңда классик диний илимләрдин башқа, тарих, пәлсәпә вә шеир, шундақла әрәб, парс вә чағатай тиллири өгитиләтти. абай диний тәрбийәсидин башқа, түрк вә парс әдәбийатиға қизиқип, низами, нәваий, гәнҗәви вә һафиз қатарлиқ шаирларниң әсәрлири билән тонушуш пурситигә еришкән. абай 3 йиллиқ мәдрис маарипидин кейин, бу шәһәрдики рус мәктипигә тизимлитип, русчә өгинип, шәрқ әдәбийати вә тәпәккури билән бирликтә, рус вә ғәрб әдәбийати һәмдә тәпәккури биләнму тонушқан, пушкин, толстой, геоти, спиноза вә спенсер қатарлиқларниң әсәрлирини оқуш пурситигә еришкән. бу әсәрләрниң бәзилирини тәрҗимә қилған абай йәнә ст.птерсбургдин сүргүн қилинған русийәлик зийали е.п. мехаилесқа охшаш демократик зийалийлар билән йүз көрүшүш пурситигә еришкән вә уларниң идийәсиниң тәсиригә учриған. абай әдәбий вә пикрий тәрәпләрдин башқа, сәнәт вә музикиғиму қизиққан һәмдә  әтрапидикиләрниму бу йөнилишкә илһамландурған. у әнәниви қазақ қол һүнәрвәнчиликигә қизиққандин башқа, домбра челип, қазақ хәлқ нахшилирини ейтқан. абай өзиниң бәзи шеирлирини нотилаштуруп ейтқан. дадиси қунабай һәҗгә кәткәндә, наһайити йаш болушиға қаримай, дадисиниң орниға аргин қәбилисини башқурушқа тәйинләнгән абай, шу чағдики тәҗрибисигә тайинип, чиңгиз базириниң башлиқлиқиға сайланған. кейин сотчи дегәндәк мәмурий вәзипиләрниму өтигән абай, җәмийәтниң һәм ишәнчисигә еришкән һәмдә һөрмитигә сазавәр болған. өзи йашаватқан җәмийәтниң иҗтимаий-иқтисадий мәсилилиригиму көңүл бөлгән абай, хәлқини үзлүксиз һалда маарип, хизмәт вә ишләпчиқиришқа илһамландурған, зөрүр тепилғанда қаттиқ тәнқид қилиштин өзини қачурмиған. абайниң 200 гә йеқин шеири, 45 парчә нәсиһити, русичидин қилған һәр хил тәрҗимә әсәрлири бар. вапат болғиниға бир әсирдин көпрәк вақит өткән болсиму, әмма у дөләт әрбаби вә мәниви йетәкчи сүпитидә қазақ җәмийитиниң хатирисидә муһим орунға тутмақта. улуғ шаир вә мутәпәккурниң туғулған күни пүтүн мәмликәт миқйасида қизғин тәбрикләнмәктә.

йәттә йаштин йәтмиш йашқичә һәммә дегүдәк униң шеирлирини билиду. 2021-йилидин башлап, абай қунанбай вә униң әсәрлири һәққидә қазақистан вә қазақистанниң сиртида йезилған китаб, китаб баби вә илмий мақалиләр сани 10 миңдин ешип кәтти. абай мустәқил қазақистанниң дөләт қуруш җәрйани вә заманивилишиш күришидә әң йуқири қатламда тилға елинидиған шәхс. абай 1904-йили туғулған йеридә вапат болған. у икки қетим той қилған болуп, 10 балиси болған. уларниң бәзилири кичик чеғидила қаза қилған, йәнә бәзилири совет түзүминиң дәсләпки йиллирида хәлқ дүшмини дәп елан қилинип қәтл қилинған йаки сүргүн қилинған. йиғип ейтқанда, абай туғулуп чоң болған чағ сийасий, иқтисадий вә иҗтимаий муһит қазақистанлиқларниң қийин вақитлириға тоғра кәлгән. абай кичикидин тартипла русийәниң мустәмликичилик түзүминиң йәрлик әмәлдарлар вә җәмийәттә кәлтүрүп чиқарған начарлиқлирини өзи биваситә көзәткән вә бу йүзлинишкә қарши позитсийә тутқан. зөрүр тепилғанда, биарамлиқини өзигә әң йеқин кишиләр – дадиси – гә байан қилиштин өзини қачурмиған, йәнә бир тәрәптин, у әсәрлири арқилиқ баштин кәчүргән қараңғу дәврни йорутушқа урунған. бу сәвәбтин, абайға әдәбийат характери билән бирликтә, иҗтимаий қурулма вә иҗтимаий органларға қойған баһасини нәзәрдә тутуп, модернизмчи дәп аташқа болиду. чүнки у һайатиниң ахирқи күнлиригичә қазақистан җәмийитиниң, болупму маарипниң заманивилишишиға алаһидә әһмийәт бәргән. гәрчә совет иттипақи дәвридә униң шеирлири вә идийәси анчә гәвдиләнмигән болмисиму, әмма мустәқиллиқтин кейин өзигә лайиқ қиммәткә еришмәктә, идийәси йеңи дөләткә йетәкчи болмақта. қазақистанда, униң тәвәллутиниң 200-хатирә йили болған 2045-йилиниң тәййарлиқ хизмәтлири аллиқачан башлинип кәтти.

 

мәнбәләр:

1. Avezov, M. (1997). Abay Yolu. (Çev: Zeyneş İsmail ve Ahmet Güngör). Bilig Yayınları:      Ankara.

2. Ayan, E. (2017). Bir Devrin Aynası Abay Kunanbay ve Kara Sözler. Ahmet Yesevi Üniversitesi Mütevelli Heyet Başkanlığı Yayınları: Ankara.

3. Beylur, S. (2020). Abay Kunanbayoğlu’nun Kazak Modernleşmesindeki Yeri. Asya Avrupa, 57,        s. 91-99.

4. Çınar, A.A. (2021). Büyük Kazak Şairi Abay Kunanbayev (1845-1904), TDK yay. Ankara.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر