т р т қурулғанлиқиниң 60 йиллиқини тәбриклиди

түркийәниң көрүнүш вә аваз амбири, хатириси, өзики һесаблиндииған түркийә радийо-телевизийә идариси қурулғанлиқиниң 60-хатирә йилини алаһидә пирограмма уйуштуруп тәбриклиди.

2134510
т р т қурулғанлиқиниң 60 йиллиқини тәбриклиди
sobacı.jpg

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә радийо-телевизийә идариси баш мудири мәһмәт заһид собаҗи саһибханлиқида пайтәхт әнқәрәдә өткүзүлгән паалийәткә, түркийә җумһурийити җумһур рәислик мәһкимиси учур – алақә ишлири идариси башлиқи фаһрәттин алтун,  TRT екранлириниң рәңдар сималири вә көп санда меһман иштирак қилди.

җумһур рәислик мәһкимиси учур – алақә ишлири идариси башлиқи алтун, TRT ниң  түркийә учур-алақә әндизисиниң әң муһим тошуғучиси икәнликини ейтти.

TRT ниң ғәрб таратқулири үстини йепишқа урунған йаки нәзәрдин сақит қилған һәр бир мәсилидә дегүдәк хәлқара җәмийәтни тоғра учур билән нәқ мәйдандин дәл вақтида тәминләп кәлгәнликини билдүргән собаҗи: «TRT актип хәлқаралишиш вә рәқәмләштүрүш мусаписини йолға қойди. <хәлқаралишиш вә рәқәмләштүрүш>тин ибарәт бу уқумлар, мениңчә,  TRT ниң ахирқи мәзгилләрдә из қалдурған икки муһим уқумдур. бүгүн биз TRT, TRT World, өткән һәптә ачқан TRT испанчә рәқәмлик хәвәр суписи, TRT әрәбчә, TRT русчә, TRT африқа, TRT балқан, TRT фирансузчә қатарлиқларни өз ичигә алған 41 хил тил вә диалекттики тарқитиш ишлигүчиси, дунйави ахбарат маркиси» деди.

TRT баш мудири мәһмәт заһид собаҗиму TRT ниң <түркийә әсири> тәсәввуриниң вәкили болуш сүпити билән, «дунйани дунйаға адил нуқтиинәзәр билән аңлатқанлиқи»ни оттуриға қойди.

түркийәниң бир аммиви тарқитиш  оргини болуш сүпити билән, дөләтниң тәсәввур вә ирадисини охшимиған тил вә шивиләрдики аңлитиши билән 7 қитәгә йәткүзгәнликигә ишарәт қилған собаҗи: «бу арқа көрүнүштә, <түркийә әсири> тәсәввуриниң тарқитиш саһәсидики вәкили сүпитидә, түркийәни дунйаға, дунйани түркийәгә аңлитиш биләнла қалмастин, дунйани дунйаға адил нуқтиинәзәрдә туруп аңлитиватимиз. сүзгүчләр арқилиқ әмәс, бәлки адил көз қараш билән дунйаниң һәммила йеригә қарашқа тиришиватимиз, биз инсанни мәркәзгә қойуп, сөз қилиш һоқуқиниң баравәр тәқсимлинишигә капаләтлик қилишқа пүтүн күчимиз билән тиришчанлиқ көрситиватимиз» деди.

у TRT қаналлири арқилиқ надир әсәрләрни оттуриға чиқарғанлиқлирини, TRT ниң бүгүнки күндә әң муһим вә һөрмәткә сазавәр тарқитиш органлириниң биригә айланғанлиқини сөзлиригә илавә қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر