т р т ниң 60-йилиға беғишлап тәййарланған тор бекәт зийарәтчиләргә ечиветилди

түркийә радийо-телевизийә идариси —TRT ниң 60 йиллиқиға беғишлап мәхсус тәййарланған www.trt60yasinda.com намлиқ тор бекәт аммиға ечиветилди.

2134759
т р т ниң 60-йилиға беғишлап тәййарланған тор бекәт зийарәтчиләргә ечиветилди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә радийо-телевизийә идариси байанат елан қилип, TRT ниң 60 йиллиқ аңлитиш һайатидики йеңилиқларға орун берилгән тор бекитидә, түркийә ичи-сиртидики тарқитишлар, рәқәмлик әпләр, көрүлүш рекорти йаратқан әсәрләр вә маарип саһәсидики түрләргә орун берилгәнликини уқтурди.

байанатта көрситилишичә, мәзкур тор бекәт йәнә зийарәтчилиригә түркийәниң унтулмас нахша-музикилири, нахшичилири вә әсәрлирини сунидикән.

түркийә радийо-телевизийә идариси баш мудири мәһмәт заһид собаҗи иҗтимаий таратқу суписи «X» тики адресида тор бекәт һәққидә учур һәмбәһирләп: «хатирилимиздин илһам елип, келәккә иптихар билән йол алмақтимиз. т р т 60-йилида өзгәрмәктә, зораймақта, күчәймәктә. 60-йилға аталған мәхсус тор бекитимиз ечиветилди» дегәнләрни қәйт қилди.

т р т ниң йеңидин ечиветилгән тор бетини төвәндики адрестин зийарәт қилалайсиз...

www.trt60yasinda.com

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر