ақсарай гирузийә парламенти мақуллиған қанун тәкпилигә инкас қайтурди

ақсарай гирузийә парламенти қобул қилған «чәт әл тәсириниң очуқ-ашкара болуши» қанун тәклипиниң, «кремил услубидики қанун» икәнликини вә буниңдин «қаттиқ әндишә қиливатқанлиқи» ни елан қилди.

2139836
ақсарай гирузийә парламенти мақуллиған қанун тәкпилигә инкас қайтурди

түркийә авази радийоси хәвири: ақсарай байанатчиси карин җин пийер (Karine Jean-Pierre) гирузийә парламенти қобул қилған қанун тәклипи тоғрисида байанат елан қилип, «чәт әл тәсириниң очуқ-ашкара болуши» қанун тәклипини қобул қилишниң гирузийәниң йавропа иттипақи вә нато нуқтисидин арқиға қәдәм ташлаш болидиғанлиқини билдүрди.

у гирузийә хәлқиниң қанун тәклипигә наразилиқ билдүргәнликини хатирилитип: «тәклип рәсмий қанунға айланған әһвалда, гирузийә билән болған мунасивәтлиримизни қайтидин кәң даиридә көздин кәчүрүшкә мәҗбур болимиз» деди.     



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر