ғәззәдә исраилийә армийәсигә тәвә 21 һәрбий аптомобил һуҗум нишани қилинди

ғәззә районидики пәләстин гуруппилири исраилийә армийәсигә тәвә 21 һәрбий аптомобилни һуҗум нишани қилди.

2139876
ғәззәдә исраилийә армийәсигә тәвә 21 һәрбий аптомобил һуҗум нишани қилинди

түркийә авази радийоси хәвири: пәләстин қаршилиқ көрситиш һәрикити (һамас) ниң һәрбий қанити болған иззәддин әлқәссам биригадилири билән исламий җиһад һәрикитиниң һәрбий қанити болған қуддус қисимлири тәрипидин бу һәқтә елан қилинған йазма байанатта көрситилишичә, пәләстин гуруппилири түнүгүн ғәззә райониниң җәнубидики рәфаһ, шималдики җибалийә мусапирлар лагериниң шәрқий вә ғәззә шәһириниң әззәйтун мәһәллисидә исраилийә армийәси билән шиддәтлик тоқунушқан.

тоқунушлар давамида 14 танка, 4 данә топа иттириш машиниси вә 3 хадим тошуш машинисини өз ичигә алған исраилийә армийәсигә тәвә 21 һәрбий аптомобил һуҗум нишани қилинған.

исраилийә қисимлири рәфаһ районида илгири тузақ қуруп қойулған бир тонелға кирмәкчи болғанда, тонелниң кириш еғизиға орунлаштуруп қойулған партлатқуч партлап, бәзи әскәрләр өлгән, бәзилири йариланған.

рәфаһ районида партлатқуч орунлаштуруп қойулған бир өйниң партлиши нәтиҗисидә өйдики исраилийә алаһидә қисимлириниң бәзиси өлгән,  бәзилири йариланған.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر