гирузийәдә оқуғучилар дәрслирини байқут қилди

гирузийә пайтәхти тиблиста һөкүмәт парламентқа сунған «чәт әл тәсириниң очуқ-ашкара болуши» қанун тәклип лайиһәсигә қарши намайишлар давам қилмақта.

2139311
гирузийәдә оқуғучилар дәрслирини байқут қилди

түркийә авази радийоси хәвири: һакимийәт бешидики гирузийә арзуси партийәси өткән ай (апрел) парламентқа сунған «чәт әл тәсириниң очуқ-ашкара болуши» қанун тәклип лайиһәсигә қарши башланған намайишлар, тәхминән бир айдин буйан давам қилмақта.

пайтәхт тиблиста кәч саәтләрдә охшимиған кочиларда топланған намайишчилар, парламент бинасиға қарап йүрүди. арисида универстет оқуғучилириму болған намайишчилар, пийадә йүрүш җәрйанида қанун тәклип лайиһәсигә қарши шоарларни товлиди.

қанун тәклип лайиһәсиниң «русийә қануни» икәнликини билдүргән намайишчилар, һөкүмәткә қарши шоарларни товлиди. қоллирида болса, гирузийә, йавропа иттипақи вә украинаниң байрақлирини көтүрүвалди.

намайишчилар һөкүмәтни талаш-тартишлиқ қанун тәклип лайиһәсини парламенттин қайтурувелишқа чақирди вә қанун тәклип лайиһәсиниң йавропа иттипақи билән бир гәвдилишишигә сәлбий тәсир көрситидиғанлиқини илгири сүрди.

тиблистики намайишлар шиддәтлик йамғурға қаримай давамлашти.

гирузийәниң охшимиған универстетлирида оқуғучилар дәрсләрни байқут қилди.

баш министир иракли кобахидзе тиблиста давамлишиватқан намайишларға қатнашқанларни, сақчиларға зораванлиқ қилиш билән әйиблиди.

у хәлқниң көпинчисиниң һөкүмәтни вә «чәт әл тәсириниң очуқ-ашкара болуши» қанун тәклип лайиһәсини қоллайдиғанлиқини, өзлириниң лайиһәни қанунға айландуруш ирадисиниң қәтий икәнликини тәкитлиди.

гирузийә парламентида 17-апрел (2024) биринчи қетим, 1-май иккинчи қетим тәстиқланған қанун тәклип лайиһәси, үчинчи қетим тәстиқланғандин кейин рәсмий қанунға айлиниду.

гирузийә парламенти мәзкур қанун тәклип лайиһәсигә әң ахирқи қетим аваз ташлаш үчүн бүгүн (14-май) топлиниду. гирузийә пирезиденти саломе зурабишвили қанун тәклип лайиһәсигә қарши икәнликини тәкитләп кәлмәктә.

бирақ, һакимийәт бешидики партийә парламентта пирезидентниң рәт қилиш һоқуқидин өтүп кетидиған дәриҗидә көп орунға игә.

мәзкур қанун тәклип лайиһәсидә, гирузийәдә қурулған мәблиғиниң %20 и чәт әлләрниң йардими игәлләйдиған фондларниң «чәт әл күчиниң мәнпәәтини чиқиш қилидиған тәшкилат» дәп тизимға елишни, ундақ болмиғанда, җәриманә қойуш؛ фондларни тизимға елиш рәсмийәтлиригә гирузийә әдлийә министирлиқиниң мәсул болуши тәләп қилиниду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر