дунйа миқйасидики универстетлар пәләстинни қоллаш намайишлирини тохтатмиди

америка миннесота (Minnesota) универстетиниң оқуғучилири оқуш пүттүрүш мурасимида, пәләстинни қоллаш учурлирини тарқатти.

2139514
дунйа миқйасидики универстетлар пәләстинни қоллаш намайишлирини тохтатмиди
belcika Liege universitesi filistin.jpg

түркийә авази радийоси хәвири: америка миннесота (Minnesota) универстетиниң оқуғучилири оқуш пүттүрүш мурасимида, пәләстинни қоллаш учурлирини тарқатти. депломлирини алғанда исираилийәгә наразилиқ билдүрүп, пәләстинни қоллайдиғанлиқлирини билдүргән оқуғучиларға, зор алқиш йағди.

коломбийә универстети қанун факултети оқуғучилири оқуш пүттүрүш мурасимида, бәзи оқуғучилар пәләстинни қоллайдиғанлиқлирини билдүрди вә мәктәп рәһбәрликигә җимҗит наразилиқини ипадилиди.

әнглийәдә пәләстинни қоллаш намайишлириға йәнә бир универстет қошулди. пайтәхт лондондики ханиш мари университети (Queen Marry) оқуғучилири мәктәп һойлисида чедир қуруп, исраилийәниң һуҗумиға наразилиқ билдүрди.

шивийетсарийә җәнвә университетиниң оқуғучилири университет рәһбәрликиниң «мәктәп районини тарқақлаштуруш» тоғрисидики агаһландурушиға қулақ салмиди. оқуғучилар пәләстинни қоллаш һәрикитини давамлаштурди.

намайишчи оқуғучилар исираилийәни пәләстин земинидики ишғалини ахирлаштурушқа чақирди.

белгийәдиму универстет оқуғучилириниң исираилийәгә наразилиқи барғансери улғийишқа башлиди.

лиҗе (Liege ) университетидики оқуғучилар университетниң исраилийә билән тәтқиқат саһәсидики мунасивәтләрни үзүшни тәләп қилип, пәләстинни қоллаш намайишлирини башлиди.

мисир пайтәхти қаһирәдики америка университетиниң оқуғучилириму «дунйа ғәззә намайиши» ға қатнашти.

университет һойлисида пәләстинликләрни қоллап пийадә йүрүгән оқуғучилар «байқут вә чекиниш» дегән лозункиларни көтүрди.

оқуғучилар университетни исраилийәгә йардәм бериш билән әйибләнгән ширкәтләр билән болған алақини үзүшкә чақирди.

гиретсийәдә афена университети оқуғучилириму пәләстинни қоллап намайиш өткүзди вә мәктәп алдида чедир қурди.

оқуғучилар байанатида мундақ дейилди: «рәфаһ һуҗумида пәйда болған харабиликтики балиларниң сүрәтлири, америка-нато-йавропа иттипақиниң қатил исраилийә дөлитигә бәргән қоллишиниң нәтиҗисидур.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر