дийарбакир сайаһәт тез пойизи «Time» журнилида алдинқи 100 ниң ичидин орун алди

дийарбакир сайаһәт тез пойизи «Time» журнилиниң дунйа бойичә әң қалтис 100 чоң җай тизимликигә киргүзүлди.

2168395
дийарбакир сайаһәт тез пойизи «Time» журнилида алдинқи 100 ниң ичидин орун алди

түркийә авази радийоси хәвири: қатнаш вә ул-әслиһә министирлиқиниң байанатиға асасланғанда, дийарбакир сайаһәт тез пойизи «Time» журнилиниң ​​қизиқарлиқ, йеңи вә кишини һайаҗанға салидиған бекәтлиригә игә «2024-йилдики дунйа бойичә әң қалтис 100 чоң җай» тизимликигә киргүзүлгән.

журналда пойизға қарита «йеңи бир екискурсийә пойиз мулазимити, йолучиларни кәң, пайансиз анадолу бозқирлиридин вә түркийәниң шәрқидики тағлиқ районлиридин мәдәнийәтниң бөшүки дәп аталған анадолуниң шималий түзләңликигә тошуйду» дәп тәрипләнди һәмдә тарихий вә мәдәнийәт байлиқлириға аит мәлуматларғиму орун аҗритилди.  

қатнаш вә ул-әслиһә министири абдулқадир уралоғлу сайаһәт сөйәрләр үчүн бир таллаш сүпитидә йолға қойулған дийарбакир сайаһәт тез пойизиниң 1051 киломитир узунлуқтики әнқәрә-дийарбакир йолида 180 кишилик сеғимчанлиқи, 6 йатақлиқ вә бир ресторанлиқ вагони билән 19-апрелдин 16-ийунғичә болған арилиқта 8 қетим сәпәр қилип, 729 йолучини унтулғусиз тәсиратларға игә қилғанлиқини әскәртти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر