шивийетсарийәниң зурих шәһиридә үчинчи нөвәтлик түрк күлтүри фестивали өткүзүлди

шивейетсарийәниң зурих шәһиридә бу йил (2023) үчинчи нөвәтлики өткүзүлгән түрк күлтүри фестивалиға шивейетсарийәдә түрүшлуқ түркләр интайин қизиқиш ичидә қатнашти.

1991734
шивийетсарийәниң зурих шәһиридә үчинчи нөвәтлик түрк күлтүри фестивали өткүзүлди

түркийә авази радйоси хәвири: шивейетсарийә түрк диний фонди җәмийити зурих шәһириниң диелсдорф районида уйуштурған фестивалниң биринчи күнидә османли барбанчи әтрити номур көрсәтти шундақла һаҗиват вә қарагөз ойуниму көрситилди.

чәт әлдики түркләр вә қериндаш хәлқләр идариси (YTB) ниң һәссә қошуши билән т р т балилар қанилиниң әң сөйүлгән телевизийә тийатири «рафадан тәйфа» көрситилди, хәлқ уссуллири зийарәтчиләрни шадлиққа чөмдүрди.

фестивалға қатнашқан түркийәниң зурихтики баш консули һәсән әмрә уйғун өткән йили (2022) фестивалға 30 миң кишиниң қатнашқанлиқини, бу йил бу санниң 40 миңдин ашидиғанлиқини билдүрди.

фестивал әтә (2023-йили 29-май) өткүзүлидиған паалийәтләр билән ахирлишиду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر