әрдоған: «түркийәгә ембарго йүргүзгәнләрниң натоға киришигә биз <мақул> демәймиз»

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған түркийәгә зийарәткә келидиғанлиқи елан қилинған финландийә вә шивитсийә һәйәтлири һәққидә тохтилип, «бизни қайил қилишқа келәмдикән,  әйипкә буйримисун, өзлирини бекар аварә қилмисун» деди.

1827937
әрдоған: «түркийәгә ембарго йүргүзгәнләрниң натоға киришигә биз <мақул> демәймиз»

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис әрдоған пайтәхт әнқәрәдә рәсмий зийарәттә болуватқан алҗирийәлик мәнсәпдиши абдулмәҗид теббун билән өткүзүлгән бирләшмә мухбирларни күтүвелиш йиғинида, шималий атлантик әһди тәшкилатиға әза болуш мусаписииға алақидар учришишларда  болуш үчүн түркийәгә зийарәткә келидиғанлиқи елан қилинған финландийә вә шивитсийә һәйәтлири һәққидә тохтилип «бизни қайил қилишқа келәмдикән,  әйипкә буйримисун, өзлирини бекар аварә қилмисун» деди.

әрдоған шивитсийә вә финландийә һәққидә, «һәр икки дөләтниң терорлуқ тәшкилатлириға қарита ениқ вә кәскин позитсийәси болуп баққини йоқ. улар дүшәнбә күни түркийәгә келидикән, бизни қайил қилишқа келәмдикән,  әйипкә буйримисун, өзлирини бекар аварә қилмисун» дегән сөзләрни ишләтти.

әрдоған: «һәммидин муһими түркийәгә ембарго йүргүзгәнләрниң бир бихәтәрлик тәшкилати болған натоға кириши үчүн биз <мақул> демәймиз» деди.

шивитсийә вә финландийә ташқи ишлар министирлири ән линде вә пекка һависто өз дөләтлириниң шималий атлантик әһди тәшкилатиға әза болуш илтимасини музакирә қилиш үчүн түркийәгә келидиғанлиқини елан қилған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر