шивитсийә билән финландийә түркийә тәләп қилған террорчиларни өткүзүп бәрмәй кәлмәктә

шивитсийә билән финландийә йеқинқи 5 йилдин буйан түркийәниң фәтһуллаһчи террорлуқ тәшкилати вә бөлгүнчи терорлуқ тәшкилати п к к әзалирини өткүзүп бериш тәлипигә җаваб қайтурмай кәлмәктә.

1827693
шивитсийә билән финландийә түркийә тәләп қилған террорчиларни өткүзүп бәрмәй кәлмәктә

түркийә авази радийоси хәвири: әдлийә министирлиқи сот мәһкимисиниң қарариға асасән, йеқинқи 5 йилда финландийәдин 6 нәпири фәтһуллаһчи вә йәнә 6 нәпири п к к террорчиси болуп, җәмий 12 террорчини өткүзүп беришни тәләп қилди.

министирлиқ шивитсийәдинму 10 нәпири фәтһуллаһчи вә 11 нәпири п к к әзаси болуп, җәмий 21 террорчини өткүзүп беришни тәләп қилди.

шундақ қилип һәр икки дөләттин өткүзүп беришни тәләп қилған террорчиларниң сани 33 кә йәтти.

лекин шималий атлантик әһди тәшкилатиға әза болуш мәсилиси күн тәртипкә кәлгән бу һәр икки дөләт түркийәниң өткүзүп бериш тәлипигә һазирғичә һечқандақ  иҗабий җаваб қайтурмиди.

икки дөләт түркийәниң 19 террорчини өткүзүп бериш тәлипини рәт қилип қалған 5 террорчи һәққидики тәләпни болса, һәр хил баһаниләр билән җавабсиз қалдурди.

финландийәдә 2 өткүзүп бериш делоси вә шивитсийәдә7 дело болуп, җәмий 9 өткүзүп бериш делосиға алақидар рәсмийәт басқучлири давамлашмақта.

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر