31.08.2021

бүгүнки түркийә гезитлиридә асасий салмақни игилигән хәвәрлиримиз төвәндикичә:

1700036
31.08.2021

түркийә авази радийоси хәвири: «‹һөрийәт› гезити», «әрдоған: <түркийә җумһурийити бихәтәр қолларда> деди» сәрләвһилик хәвиридә, муну учурларға орун аҗратти:

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған 30-авғуст зәпәр байриминиң 99 - йиллиқи мунасивити билән аниткабир алаһидә дәптиригә «түркийәни бизләр үчүн сизип бәргән нишанларға мас һалда парлақ кәлгүсигә елип баримиз, түркийә җумһурийити дөлити бихәтәр қолларда» дәп йазди.

«‹йеңи шәпәқ› гезити», «җумһур рәис әрдоған: <ай - йилдиз баш қомандалиқ мәркизи дүшмәнгә қорқунч вә достқа ишәнч ата қилиду> деди» сәрләвһилик хәвиридә, муну учурларға орун аҗратти:

җумһур рәис әрдоған әнқәрәдә дөләт мудапиә министирлиқи, армийә баш иштаби вә барлиқ қисим қоманданлиқлирини бир йәргә җәм қилидиған ай - йилдиз баш қоманданлиқ мәркизи лайиһәсиниң һул селиш мурасимида сөз қилди. әрдоған мундақ деди: «биз мәркизи мудапиә системисини, ортақ мудапиә системисини бәрпә қилимиз. бу йәрдә туриши биләнму дүшмәнгә қорқунч вә достқа ишәнч ата қилидиған бир қурулмини мәйданға кәлтүримиз».

«‹сабаһ› гезити»,  «байрақтар акинҗи тиһа (һуҗумчи учқучисиз айропилан)  дунйа күн тәртипидин орун алди» сәрләвһилик хәвиридә, муну учурларға орун аҗратти:

түркийә мудапиә санаити бихәтәрлик қисимлириниң қорал түрлиригә киргүзгән һуҗумчи учқучисиз айропилан «байрақтар акинҗи тиһа»  дунйаниң күн тәртипидә зор инкас қозғиди. америка ахбарат агентлиқи билумберг һуҗумчи учқучисиз айропилан тиһаниң утуқлири һәққидики хәвирини «түркийә һәрбий иқтидарини йәрлик учқучисиз айропилани билән күчәйтиватиду» сәрләвһиси астида елан қилди вә  түркийәниң мудапиә санаити саһәсидә қолға кәлтүргән мустәқил утуқлирини мәдһийәлиди.

«‹стар› гезити»  « йавропа иттипақиниң түркийә қарари» сәрләвһилик хәвиридә, муну учурларға орун аҗратти:

йавропа иттипақи хәлқ авиатсийә баш идариси түркийәниң йавропа иттипақиниң дигитал ковид-19 ваксиниси гуваһнамиси системисиға киргүзүлгәнликини елан қилди. бу қарар билән, ковид-19 ваксиниси гуваһнамисиға вә инавәтлик визиға игә түркийә җумһурийити пуқралири йавропа иттипақиға әза 27 дөләткә һечқандақ қейинчилиқсиз сайаһәткә баралайду.

«‹вәтән› гезити», «түркийә авиатсийә ширкити йавропада иккинчи болди» сәрләвһилик хәвиридә, муну учурларға орун аҗратти:

йавропа һава йоллири бихәтәрлик тәшкилатиниң 23 -авғусттин 29-авғустқичә болған санлиқ мәлуматлириға асасланғанда, түркийә авиатсийә ширкити күндилик 1322 қетим учуш билән йавропада әң көп учқан иккинчи авиатсийә ширкити болуп баһаланған.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر