12.08.2021

бүгүнки чәт әл мәтбуатлиридин таллап тәййарлиған қисқичә хәвәрлиримиз төвәндикичә:

1689997
12.08.2021

фирансийәниң «‹France 24› телевизийә қанили», фирансийә президенти еммануел макронниң сағламлиқ кризиси үстидә тохтилип, «демократик» усулда башқурулуватқанлиқини ейтқанлиқини хәвәр қилди.

фирансийәдә чиқидиған «‹ле соер›  гезити», бенни намлиқ  кичик сәййарә йәршариға тәһдитму? америка авиатсийә вә аләм қатниши идариси (NASA) һесаблашларни көздин кәчүрди. «(бенну) қуйаш системимизда мәвҗут болған әң хәтәрлик икки кичик сәййариләрниң бири» дегән хәвәргә алаһидә орун бәрди.

фирансийәдә чиқидиған «‹ле монде›  гезити» алҗирийәниң шималида йүз бәргән от апитидә 69 кишиниң қаза қилғанлиқини хәвәр қилди.

ийорданийәдә чиқидиған «‹әддустур› гезити», исраилийәниң 2021-йилиниң бешидин буйан шәрқий қуддуста 81 дин артуқ бинани чеқип ташлиғанлиқини йазди.

«‹әлқудсул әрәби› гезити», исраилийә билән маракәшниң пайтәхт  рабатта һәмкарлиқ вә кеңишиш келишими имзалиғанлиқини хәвәр қилди.

қатарда чиқидиған «‹әррайәл қәтәриййә› гезити», қатар әмири шәйх тамим бин һамид әл саниниң йеңи баш әлчиләрни тәйинләш тоғрисидики қарарнамисини елан қилғанлиқини хәвәр қилди.

германийәниң «‹Bild.de› хәвәрләр тори», берлиндики җасуслуқ йерикчилики делосида, әнглийәниң берлинда турушлуқ әлчиханиси хадиминиң русийәгә җасуслуқ қилиш җинайити билән қолға елинғанлиқини хәвәр қилди.

германийәниң «‹Handelsblatt.de› хәвәрләр тори»,  дунйадики әң чоң порт ниңбониң тақалғанлиқини, шаңхәй шәһиригә йеқин бу портниң таҗисиман вируси билән йуқумланған бир хизмәтчи сәвәбидин тақилип қалғанлиқини вә тәминләш зәнҗириниң хәтәр ичидә икәнликини хәвәр қилди.

испанийәдә чиқидиған «‹La Vanguardia› гезити», испанийәниң өзи ишләпчиқарған ковид-19 ваксинисини синақ қилишқа рухсәт қилғанлиқини хәвәр қилди.

аргентинада чиқидиған «‹ Infobae › гезити», афғанистан һәққидә, талибанниң 9 шәһәр мәркизини контроллуқиға киргүзүвалғандин кейин, бир ай ичидә пайтәхт кабулни йетим қалдуруп, 90 күн ичидә һакимийәтни қолиға алалиши мумкинликини хәвәр қилди.

венезуелада чиқидиған «‹телесур› гезити», һайтидики чоң сайламниң 7-нойабирға кечиктүрүлгәнликини хәвәр қилди.

русийәниң «‹TASS› агентлиқи, 13  сайаһәтчи вә үч хадими  билән йолға чиққан Mi-8 типлиқ тик учарниң камчаткада йәргә қаттиқ урулуп қонғанлиқини хәвәр қилди.

русийәниң «коммерсант гезити», чехниң росийәниң мудапиә мәһсулатлирини әң көп импорт қилғучи дөләткә айланғанлиқини хәвәр қилди.

русийәниң «известийа гезити», русийә федератсийәси җиддий һаләтләр министири йевгени зиничевниң пирезидент виладимир путинниң көрсәтмиси билән йақутистандики орман от апити райониға барғанлиқини хәвәр қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر