гирузийә баш министири иракли гарибашвилиниң әнқәрә зийарити

йавроасийаға нәзәр- 76

1655426
гирузийә баш министири иракли гарибашвилиниң әнқәрә зийарити

гирузийә баш министириниң түркийә зийарити

 абдрәсул исһақов

 2021-йили, 1 – ийун күни,  җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң тәклипигә бинаән, гирузийә баш министири иракли гарибашвили баш министир сүпитидә тунҗи қетим түркийәдә зийарәттә болди. зийарәт һәйитидин, иқтисад, дипломатийә вә муһит асраш ишлири министирлири, адҗара мәсули қатарлиқларму орун алди. җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған баш министир гарибашвилини әнқәрәдә рәсмий мурасим арқилиқ қарши алди. учришиштин кейин, рәһбәрләр ахбарат елан қилиш йиғини өткүзди. учришишниң наһайити мувәппәқийәтлик өткәнликини ейтқан иракли гарибашвили, җумһур рәис әрдоғанни тифлисқа тәклип қилди.

түркийә тәхминән 15 йилдин буйан гирузийәниң әң чоң сода шерики болуп кәлмәктә. рәһбәрләр ахбарат елан қилиш йиғинида, ортақ сода миқдарини 3 милйард долларға йәткүзүш мәсилисидә ортақ тонуш һасил қилғанлиқлирини билдүрди. түркийә билән гирузийә шәрқ-ғәрб тиранспортида транзит дөләтләр болуш сүпитидә техиму көп һәмкарлиқ орнитиш әвзәлликлигә игә. һәтта зенгезор каридориниң ечилишиму, түркийә-гирузийә-әзәрбәйҗан қатнаш каридориниң муһимлиқини йоқатмайду.

түркийә билән гирузийә сәһийә саһәсидиму һәмкарлиқни күчәйтиштә муһим рол ойнайдиған паалийәтләрни елип бармақта. май ейиниң ахирида, икки дөләтниң сәһийә хәдимлири оттурисида әза көчүрүш оператсийәси мәсилиси тоғрулуқ һәмкарлиқ келишими имзаланди. гирузийәдә әза көчүрүш оператсийәсиниң кәң омумлишишида түркийә һәмкарлиқ вә маслаштуруш идариси наһайити зор тиришчанлиқ көрсәтти.

әрменийәниң район дөләтлири билән болған мунасивәтлирини нормаллаштуруши вә районлуқ бир гәвдилишишкә дахил болушида гирузийә иҗабий рол ойниши мумкин. гирузийә баш министири гарибашвили түркийәгә келиштин бурун баку вә ериванда зийарәттә болди. җумһур рәис әрдоғанниң «биз районда үч тәрәп һәмкарлиқини қоллаймиз» вә «гирузийә районлуқ һәмкарлиқиниң ачқучи» тәриқисидики байанатлири, бу нуқтида наһайити зор әһмийәткә игә. түркийә-әзәрбәйҗан-гирузийә-иран ташқи ишлар министирлири йиғиниға әрменийәниң қатнишишиниң ишқа ашурулуши, районлуқ тинчлиқ вә муқимлиқни ишқа ашуруш йолида ташланған муһим  бир қәдәм болуши мумкин.

«ковид – 19» йуқуми сәвәбидин икки дөләт оттурисида тақақ һаләттә туруватқан чегра еғизлири, 2021 – йили, 1 – ийун күнидин башлап қайта ечилди. бу әһвал, ортақ сода һәҗмини ашурушни өз ичигә алған икки тәрәплик мунасивәтләрниң тәрәққий қилдурулушида түрткилик рол ойнайду. түркийә билән гирузийә, өзара кимлик ​​биләнла сайаһәт қилиш, таможнида қулайлиқ йаритип бериш вә әркин сода келишими қатарлиқ икки тәрәп мунасивәтлириниң истиратегийәлик сәвийәдә давамлишишиға земин һазирлап беридиған қәдәмләрни аллиқачан ташлап болғаниди.

түркийә билән гирузийә оттурисидики бу йуқири қатламлиқ истратегийәлик һәмкарлиқ, сталин дәвридә йурт - маканлиридин қоғланған аһиска түрклириниң ана вәтинигә қайтиши мәсилисиниң кәлгүсидә иҗабий һәл қилинишиға капаләтлик қилиду.

мәлум болғинидәк, гирузийәниң намахван районида бир түрк ширкити су електр истансилири бәрпа қиливатиду. уда алтә айдин буйан, йәрлик хәлқниң бир қисми бу  лайиһәниң маддилириниң көздин кәчүрүлүшини тәләп қилмақта. 1 – ийун күни, түркийәгә зийарәткә кәлгән гирузийә вәкилләр өмикидә су електр истансилири лайиһәси билән биваситә мунасивәтлик министирларниң бар болуши, бу мәсилиниң тәрәпләр оттурисида тез һәл қилинидиғанлиқини көрситип бериду. су електр истансилири қурулуши гирузийә еһтийаҗлиқ болуватқан муһим селинма лайиһәлиридин биридур.

түркийә-гирузийә мунасивәтлиридә әзәрбәйҗан фактори диққәт қозғимақта. түркийә-әзәрбәйҗан-гирузийә ташқи ишлар министирлириниң үч тәрәп учришиши үнүмлүк давамлаштурулмақта. түркийә-әзәрбәйҗан-гирузийә дөләт башлиқлири йиғини өткүзүлди. һазирға қәдәр, баку-тифлис-җәйһан, баку-тифлис-қарс, баку-тифлис-әрзурум лайиһәлири бу үч дөләт тәрипидин ишқа кириштүрүлди. түркийә-әзәрбәйҗан-гирузийә сода мунбири йиғини чақирилмақта. буларниң һәммиси районлуқ һәмкарлиқини йеңи бир сәвийәгә йәткүзгили болидиғанлиқиниң испатидур.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر