мәркизий асийа – хитай мунасивәтлири

йавроасийаға нәзәр - 73

1642631
мәркизий асийа – хитай мунасивәтлири

мәркизий асийа – хитай мунасивәтлири

 абдрәсул исһақов

 2021-йили, 12 – май күни, хитайниң шиән шәһиридә, 2-нөвәтлик хитай-мәркизий асийа ташқи ишлар министирлири йиғини өткүзүлди. йиғинға, хитай, қазақистан, қирғизистан, өзбекистан, таҗикистан вә түркмәнистан ташқи ишлар министирлири қатнашти. йиғинда, икки тәрәплик мунасивәтләр, «бир бәлвағ бир йол» лайиһәси, «ковид – 19» йуқумиға қарши күрәш, афғанистанниң нөвәттики вәзийити, районлуқ бихәтәрлик мәсилиси музакирә қилинди. йиғинда, хитай-мәркизий асийа мунасивәтлиридә алдинқи орунға қойулидиған 12 саһә бекитилди. икки йиғин даирисидә икки тәрәплик учришишларму елип берилди.

ташқи ишлар министирлири йиғинда, «ковид – 19» йуқумиға қарши ортақ күрәш қилиш, әнәниви давалаш мәркәзлириниң мәркизий асийа җумһурийәтлиридә көпәйтилиши вә тор арқилиқ сағламлиқ мулазимити (йирақтин давалаш хизмити) ниң ишқа кириштүрүлүши қатарлиқ мәсилиләрдә һәмкарлиқ орнитишни қарарлаштурди. бу йәрдә шуни изаһлаш һаҗәтки, хитай билән өзбекистан бирликтә «ковид – 19» ваксиниси ишләпчиқармақта.

йиғинда, бейҗиң һөкүмити мәркизий асийа дөләтлиригә тиранспорт саһәсидә «йешил каридор» бәрпа қилиш тәклипи сунди. бу тәклип, таможна вә баҗ тосалғулирини қолай йеңиш җәһәттин наһайити зор әһмийәткә игә. «ковид – 19» йуқуми мәзгилидә, хитай мәһсулатлириниң ғәрбкә тошулушида, мәркизий асийадин өтидиған төмүр йол тиранспорти муһим рол ойниди. хитай-мәркизий асийа төмүр йолидин тошулған йүк,  2020-йили, алдинқи йилниң охшаш мәзгилдикигә селиштурғанда % 56 көпийип, 517 миң контейнердин ашти. хитай қазақистан арқилиқ ишқа кириштүргән төмүр йол тиранспортини көп хиллаштуруп, қирғизистан вә өзбекистан арқилиқ йеңи төмүр йол линийәси бәрпа қилишни пиланлимақта.

йиғин ахирида, афғанистан, районлуқ һәмкарлиқини чоңқурлаштуруш вә «ковид – 19» йуқумиға қарши күрәш мәсилилиридә ортақ байанатлар елан қилинди. буниңдин башқа йәнә, мәркизий асийа-хитай ташқи ишлар министирлири учришиш форматсийәси шәкилләндүрүш тоғрулуқ келишим лайиһәси имзаланди.

йапонийә, җәнубий корейә, йавропа иттипақи вә америка қошма иштатлири һиндистан вә русийә билән, түркистан җумһурийәтлири «мәркизий асийа-хитай ташқи ишлар министирлири йиғини» ға охшаш форматсийәдә йиғинларни өткүзмәктә. түркистан җумһурийәтлириниң бирликтә һәрикәт қилиши, өзара мунасивәтлирини күчәйтиши вә районлуқ ортақ мәнпәәтлирини  қоғдаш мәсилисини чоң дөләтләр билән техиму қолай һәл қилиши җәһәттин, бу форматсийә үнүмлүктур.

хитай мәркизий асийа җумһурийәтлири билән болған мунасивәтлиридә рәқиблириниң алдиға өтүп кетиш үчүн техиму конкрет қәдәмләрни ташлаш йолини таллимақта. мәсилән, шиәндики йиғинда, буниңдин кейин чақирилидиған йиғинларда, чиқирилған қарарларниң иҗра қилинишиға мәсул муавин ташқи ишлар министирлиридин тәшкил тапқан бир комитет қуруш вә ташқи ишлар министирлиқлирида, хитай-мәркизий асийа йиғинлириға мәсул бийуро тәсис қилиш қарар қилинди. академиклар вә мутәхәссисләр һәйәтлири тәшкил қилиниши вә улар билән давамлиқ алақә орнитилиши қарарлаштурулди. қисқиси, тәрәпләр мәркизий асийа-хитай дипломатийә министирлири йиғинидин үнүмлүк пайдилинишни көңлигә пүкмәктә.

мәлуматларға қариғанда, район дөләтлириниң әң чоң сода шерики вә әң чоң кредит билән тәминлигүчиси хитайдур. «хитай райондики тәсир күчини иқтисад биләнла чәкләйду» дәп ойлаш хатадур. таҗикистанда һәрбий база қурған хитай, америка қошма иштатлири афғанистандин әскәр чекиндүргәндин кейин, бу райондики һәрбий мәвҗудийитини мустәһкәмләшни халайду. куңзи институтлири арқилиқ райондики йумшақ күчини зорайтиватқан хитай,  узақ мәзгилдә һәр саһәдә мәркизий асийаниң әң чоң шерики болушни пиланлимақта.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر