америкада әсли асийалиқ (хитай) ларға һуҗум қилиш вәқәлири көпәймәктә

америка қошма иштатлириниң сан -фирансиско шәһиридә, асийалиқ икки айал аммиви аптобус бекитидә пичақлиқ һуҗумға учриди.

1634582
америкада әсли асийалиқ (хитай) ларға һуҗум қилиш вәқәлири көпәймәктә

түркийә авази радийоси хәвири: йәрлик таратқуларниң хәвиригә асасланғанда, сан-фирансиско шәһәр мәркизидә пичақлиқ һуҗум қилғучиниң бекәттә аптобус сақлаватқан 68 вә 85 йашлиқ 2 асийалиқ (хитай) айални йариландурған.

сақчи әтрити нәқ мәйданға йетип келип, йариланған айалларни дохтурханиға елип барған.

йариланғанларниң әһвали тоғрисида һечқандақ мәлумат берилмиди.

һуҗумни садир қилған гумандарниң 54 йашлиқ бир әр икәнлики вә назарәткә елинғанлиқи билдүрүлди. әмма, бу вәқәниң ирқий өчмәнлик һуҗумиму йаки әмәсму тәкшүрүлүватқанлиқи уқтурулди.

йеқинқи айларда сан фирансиско шәһиридә әсли асийалиқ (хитай) ларға һуҗум қилиш вәқәлири йүз беришкә башлиди.

февралдиму 83 йашлиқ асийалиқ бир әр иттиривитиш сәвәбидин йиқилип чүшүп, каса сөңики сунған иди.

мартта 83 йашлиқ бир вейтнамлиқму мушуниңға охшаш һуҗумда йиқилип, бойни йариланди. мартта йәнә, 77 йашлиқ бир асийалиқ (хитай) айал тайақ йәп йариланған иди.

алдинқи һәптә қошна шәһәр окландта, хитай мәһәллиси сода уйушмиси башлиқи карл чәнму бир киши тәрипидин ирқий һақарәткә учрап, тайақ йегән иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر